Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 17

Падишаһлар «1» 17:3-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Бу йәрдин кетип, мәшриқ тәрәпкә берип, Иордан дәриясиниң у тәрипидики қерит еқининиң бойида өзүңни йошурғин;
4вә шундақ болидуки, сән еқинниң сүйидин ичисән; мана, саңа у йәрдә озуқ йәткүзүп беришкә қарға-қузғунларни буйрудум, дейилди.
5Шуниң билән у Пәрвәрдигар буйруғандәк қилип, Иордан дәриясиниң у тәрипидики қерит еқиниға берип, у йәрдә турди.
6Қарға-қузғунлар әтигәндә нан билән гөш, һәр кәчтә йәнә нан билән гөш йәткүзүп берәтти. У өзи еқинниң сүйидин ичәтти.
7Лекин зиминда ямғур яғмиғини үчүн бирмәзгилдин кейин еқин су қуруп кәтти.
8У вақитта Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип: —
9Орнуңдин туруп Зидондики Зарәфатқа берип, у йәрдә турғин; мана, Мән у йәрдики бир тул хотунни сени беқишқа буйрудум, дейилди.
10У орнидин туруп Зарәфатқа берип, шәһәрниң дәрвазисиға кәлгәндә, мана у йәрдә бир тул хотун отун терип туратти. У тул хотунни чақирип: — Өтүнимән, қачида маңа ичкили азрақ су елип кәлгәйсән, деди.
11У су алғили маңғанда, у йәнә: — Өтүнимән, маңа қолуңда бир чишләм нанму алғач кәлгәйсән, деди.

Read Падишаһлар «1» 17Падишаһлар «1» 17
Compare Падишаһлар «1» 17:3-11Падишаһлар «1» 17:3-11