Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 22

Луқа 22:54-66

Help us?
Click on verse(s) to share them!
54Улар Әйсани тутувелип, баш каһинниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңди.
55Әнди улар һойлиниң оттурисида от йеқип чөрисидә иссинип олтарғанда, Петрус уларниң арисиға кирип олтарди.
56Андин отниң нурида униң олтарғинини көргән бир дедәк униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән биллә еди, — деди.
57Лекин у тенип: — Әй хотун, уни тонумаймән! — деди.
58Андин узун өтмәй, йәнә бирәйлән уни көрүп: — Сәнму улардин екәнсән, — деди. Лекин Петрус: — Әй бурадәр, ундақ әмәсмән! — деди.
59Андин бир саатчә өткәндә башқа бирәйлән: — Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур, — дәп чиң турувалди.
60Лекин Петрус: — Һәй бурадәр, немә дәватқиниңни билмәймән! — деди. Вә униң сөзи аяқлашмастинла, ғораз чиллиди.
61Әнди Рәб кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қарап қойди. Шуниң билән Петрус Рәбниң сөзини, йәни: «Бүгүн ғораз чиллаштин илгири сән мәндин үч қетим танисән» дегәнлигини ядиға кәлтүрди.
62Вә у ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.
63Әнди Әйсани тутуп туруватқанлар уни мәсқирә қилишқа вә савап-думбилашқа башлиди;
64униң көзлирини теңип униңдин: — Сени урған кимду? Қени, бешарәт бәргин! — дәп сорашти
65вә униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурди.
66Таң атқанда, хәлиқ ақсақаллири, йәни баш каһинлар вә Тәврат устазлири жиғилишти. Улар уни өз кеңәшмисигә елип берип

Read Луқа 22Луқа 22
Compare Луқа 22:54-66Луқа 22:54-66