Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 16

Луқа 16:7-31

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Андин у йәнә биригә: «Сизчу, қанчилик қәриз болдиңиз?» дәп сорапту. У: «Йүз күрә буғдай» дәп җавап берипту. Ғоҗидар униңға: «Һесапат дәптириңизни елип сәксән күригә өзгәртиветиң!» дәпту.
8Шуниң билән униң ғоҗайини сәмимийәтсиз ғоҗидарниң бу иштики пәмликлиги үчүн униңға қайил болуп махтапту. Чүнки бу дунияниң пәрсәндлири өз дәвридә нурниң пәрсәндлиридин пәмликтур.
9Вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, «Наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» арқилиқ өзүңларға дост тутуңлар; шундақ қилсаңлар, мал-дуния карға кәлмәйдиған болған күнидә шу достлар силәрни әбәдий маканларға қарши алиду.  
10Кимки кичиккинә ишта садиқ болса, чоң иштиму садиқ болиду; вә кимки кичиккинә ишта сәмимийәтсиз болса, чоң иштиму сәмимийәтсиз болиду.
11Шуңа әгәр «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния»да садиқ болмисаңлар, ким силәргә һәқиқий байлиқларни тапшурсун?
12Вә башқиларниң нәрсилиридә садиқ болмисаңлар ким силәргә өзүңларниң нәрсисини бәрсун?
13Һеч ким икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалмайду. Чүнки у яки буни яман көрүп, уни яхши көриду; яки буниңға өзини пүтүнләй беғишлап, униңға етиварсиз қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниңму бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс.
14Әнди Пәрисийләр (улар пулға амрақ еди) буларниң һәммисини аңлап Әйсани мәсқирә қилишти.   
15Вә у уларға мундақ деди: — «Силәр өзүңларни адәмләрниң алдида һәққаний қилип көрсәткүчидурсиләр; лекин Худа қәлбиңларни билиду. Чүнки адәмләрниң арисида қәдирлинидиғини Худаниң нәзиридә жиркиничликтур.
16Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң язмилири чөмүлдүргүчи Йәһяғичә һидайәт болуп кәлди; шу вақиттин башлап Худаниң падишаһлиғиниң хуш хәвири җакалинип келиватиду; падишаһлиққа кирмәкчи болғанларниң һәр бири униңға бөсүп киривелиши керәктур.   
17Лекин асман билән зиминниң йоқ қиливетилиши Тәвратниң бир чекити бекар қилиништин асандур.  
18— Һәр ким өз аялини талақ қилип башқа бирини алса зина қилған болиду вә кимки өз еридин талақ қилинғанни алса зина қилған болиду».
19— Бурун бир бай адәм бар еди; у сөсүн рәңлик тон вә канап кийимләрни кийип, һәркүни әйш-ишрәт ичидә тәнтәнә қилатти.
20Вә пүтүн әзайини чақа-җаһарәт бесип кәткән Лазарус исимлиқ бир йоқсул бар еди; у байниң дәрвазисиниң алдиға һәркүни ятқузуп қоюлатти.
21Униң дәстихинидин чүшүп қалған парчи-пуратлардин қосиғини тойғузғушқа тәшна еди. Һалбуки, иштлар келип униң ярилирини ялайтти.
22Әнди шундақ болдики, йоқсул өлди вә пәриштиләр уни Ибраһимниң қучиғиға апарди. Бай һәм өлүп дәпнә қилинди;
23вә тәһтисарада қаттиқ қийнилип, бешини көтирип, жирақтин Ибраһимни вә униң қучиғидики Лазарусни көрүп:
24«Әй ата Ибраһим, маңа рәһим қилғайсән! Лазарусни әвәткәйсән, у бармиғиниң учини суға чилап, тилимға темитип совутқай. Чүнки мән бу от ялқунида қаттиқ азаплиниватимән!» дәп вақирап ялвурди.
25Лекин Ибраһим мундақ деди: «Әй оғлум, һаят вақтиңда һалавәтни йәткичә көргиниңни вә Лазарусниң дәрд-бала тартқинини ядиңға кәлтүргин. Һазир у тәсәлли тапти, амма сән азап тартиватисән.
26Вә булардин башқа, биз билән силәрниң арилиғимизда йоған бир һаң бекитилгәндурки, бу йәрдин силәр тәрәпкә өтәйли дегәнләр өтәләмәс вә андин биз тәрәпкә өтимиз дегәнләр өтәлмәс».
27Әнди бай йәнә: «Ундақта, и ата, сәндин Лазарусни атамниң өйигә әвәтишиңни өтүнимән.
28Чүнки мениң бәш ака-укам бар; уларниң бу азап-оқубәтлик йәргә кәлмәслиги үчүн Лазарус уларни қаттиқ агаһландуруп қойсун» — деди.
29Бирақ Ибраһим җавап берип униңға: «Уларда Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң агаһ-гувалиғи бар; улар шуларни аңлисун» — деди.
30Лекин у: «Яқ, и Ибраһим ата, әгәр өлгәнләрдин бири тирилип уларниң алдиға барса, улар товва қилиду» — деди.
31Амма Ибраһим униңға: «Әгәр улар Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң гувалиқини аңлимиса, һәтта өлгәнләрдин бириси тирилсиму, улар йәнила ишинишни рәт қилиду» — деди.

Read Луқа 16Луқа 16
Compare Луқа 16:7-31Луқа 16:7-31