21Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!? Әслидә у адаләт билән толған еди, Һәққанийлиқ уни макан қилған еди, Бирақ һазир қатиллар униңда туруватиду.
22Күмүчүң болса дашқалға айлинип қалди, Шарабиңға су арилишип қалди;
23Әмирлириң асийлиқ қилғучилар, Оғриларға үлпәт болди; Уларниң һәр бири париға амрақ болуп, Соға-саламларни көзләп жүрмәктә; Улар житим-йесирләр үчүн адаләт издимәйду; Тул хотунларниң дәваси уларниң алдиға йәтмәйду.
24Шуңа — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар — Йәни Исраилдики қудрәт Егиси ейтиду: — Мән күшәндилиримни җазалап пухадин чиқимән, Дүшмәнлиримдин қисас алимән;
25Қолумни үстүңгә тәккүзүп, Сени тавлап, сәндики дашқални тәлтөкүс тазилаймән, Сәндики барлиқ арилашмиларни елип ташлаймән.
26Һөкүмран-сорақчилириңларни авалқидәк, Мәслиһәтчилириңларни дәсләптикидәк һалға кәлтүримән. Кейин сән «Һәққанийлиқниң Макани», «Садиқ Шәһәр» — дәп атилисән.
27Әнди Зион адиллиқ билән, Вә униңға қайтип кәлгәнләр һәққанийлиқ билән қутқузулуп һөр қилиниду.