4У намратларға һәққанийлиқ билән һөкүм чиқириду, Йәр йүзидики мискин-мөминләр үчүн адаләт билән кесим қилиду. У җаһанни ағзидики закон тайиғи билән уриду, Рәзилләрни ләвлиридин чиққан нәпәси билән өлтүриду.
5Униң бәлвеғи һәққанийлиқ, Чатрақлиғи болса садиқлиқ болиду.
6Бөрә болса қоза билән биллә туриду, Илпиз оғлақ билән биллә, Мозай, аслан вә бордақ кала билән биллә ятиду; Уларни йетилигүчи кичик бир бала болиду.
7Кала ейиқ билән биллә озуқлиниду, Уларниң балилири биллә йетишиду, Шир болса калидәк саман йәйду.