Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әзра

Әзра 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәһуда вә Биняминдики рәқипләр сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға атап өйни яңливаштин салмақчикән, дегән гәпни аңлап,
2Зәруббабәл вә җәмәт башлиқлири билән көрүшүп: — Биз силәр билән биллә салайли; чүнки бизму силәргә охшашла силәрниң Худайиңларни изләп, бизни бу йәргә әкәлгән Асурийә падишаһи Есар-Һаддонниң күнлиридин тартип униңға қурбанлиқ сунуп келиватимиз, дейишти.
3Лекин Зәруббабәл, Йәшуа билән Исраилниң башқа җәмәт башлиқлири уларға: — Худайимизға өй селишта силәрниң биз билән һеч қандақ алақәңлар йоқ; бәлки Парс падишаһи Қорәш бизгә буйруғандәк, пәқәт биз өзимизла Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй салимиз, дейишти.
4Шуниңдин кейин шу йәрдики аһалә Йәһудаларниң қолини аҗиз қилип, уларниң қурулуш қилишиға кашила туғдуруп турди.
5Улар йәнә Парс падишаһи Қорәшниң барлиқ күнлиридин таки Парс падишаһи Дариус тәхткә олтарған вақитқичә, дайим мәслиһәтчиләрни сетивелип, Йәһудалар билән қеришип, қурулуш нишанини бузушқа урунуп турди.
6Аһашверош тәхткә чиққан дәсләпки вақитларда улар униңға Йәһудийә вә Йерусалим аһалиси үстидин бир әрзнамә язди.
7Шуниңдәк Артахшашта күнлиридә Бишлам, Митридат, Табәәл вә уларниң қалған шериклириму Парс падишаһи Артахшаштаға арамий тилида бир әрз хетини язди; хәт арамий тилидин тәрҗимә қилинди.
8Валий Рәһум билән диван беги Шимшай падишаһ Артахшаштаға Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди: —
9«Мәзкур мәктупни язғанлардин, валий Рәһум, катип беги Шимшай вә уларниң башқа һәмраһлири болған сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар, арқивилиқлар, Бабиллиқлар, Шушанлиқлар, йәни Еламийлар
10вә улуқ җанабий Оснаппар Самарийә шәһиригә вә Әфрат дәрияниң мошу тәрипидики башқа йәрләргә орунлаштурған аһалиму бар
11(мана бу уларниң падишаһқа язған хетиниң көчүрүлмиси) — өзлириниң дәрияниң мошу тәрипидики хизмәткарлиридин падишаһ алилири Артахшаштаға салам!
12Падишаһ алийлиригә мәлум болсунки, өзлири тәрәптин биз тәрәпкә кәлгән Йәһудийлар Йерусалимға келишти; улар әшу асий вә сесиқ шәһәрни қуруватиду, улини ясап пүттүрди, сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду.
13Әнди улуқ падишаһ алийлиригә шу мәлум болғайки, мабада бу шәһәр оңланса, сепил пүткүзүлсә, улар баҗ тапшурмайдиған, олпан төлимәйдиған вә парақ тапшурмайдиған болувалиду, бундақ кетивәрсә падишаһларниң ғәзнисигә сөзсиз зиян болиду.
14Биз ординиң тузини йәп туруп, падишаһимизниң бундақ беһөрмәт қилинишиға қарап турушимизға қәтъий тоғра кәлмәйду, шу сәвәптин падишаһимизға мәлум қилишқа җүръәт қилдуқ.
15Шуниң үчүн алийлириниң ата-бовилириниң тарихнамисини сүрүштә қилишлирини тәшәббус қилимиз; сили тарихнамидин бу шәһәрниң әһвалини билип, униң падишаһларғиму, һәр қайси өлкиләргиму зиян йәткүзүп кәлгән асий бир шәһәр екәнлигини, қедимдин тартип бу шәһәрдикиләр ағдурмичилиқ териғанлиғини билгәйла; дәл шу сәвәптин бу шәһәр вәйран қилинған еди.
16Шуңа биз алийлириға шуни уқтурмақчимизки, әгәр бу шәһәр қурулса, сепиллири пүткүзүлсә, ундақта силиниң дәрияниң мошу тәрипидики йәрләргә һеч қандақ егидарчилиқлири болмай қалиду».
17Падишаһ мундақ җавап йоллиди: — «Валий Рәһум, диван беги Шимшайға вә Самарийә һәм Дәрияниң шу тәрипидики башқа йәрләрдә турушлуқ һәмраһлириңларға салам!
18Силәрниң бизгә язған әрз хетиңлар мениң алдимда ениқ қилип оқуп берилди.

19Тәкшүрүп көрүшни буйрувидим, бу шәһәрниң дәрвәқә қедимдин тартип падишаһларға қарши чиқип исян қозғиған, шәһәрдә дайим асийлиқ-қозғилаң көтириштәк ишларниң болуп кәлгәнлиги мәлум болди.
20Илгәрки вақитларда қудрәтлик падишаһлар Йерусалимға һөкүмранлиқ қилип, Дәрияниң шу тәрипидики пүтүн йәрләрни идарә қилип кәлгән, улар шуларға беқинип баҗ, олпан вә париқини тапшуруп кәлгән екән.
21Әнди силәр буйруқ чүшүрүп у хәлиқни иштин тохтитиңлар, мәндин башқа ярлиқ чүшүрүлмигичә, бу шәһәрни яңливаштин қуруп чиқишқа болмайдиғанлиғи уқтуруңлар.
22Бу ишни ада қилмай қелиштин пәхәс болуңлар; падишаһларға зиян кәлтүридиған апәт немишкә күчийиверидикән?».
23Падишаһ Артахшаштаниң ярлиғиниң көчүрүлмиси Рәһумға, диван беги Шимшай һәм уларниң һәмраһлириға оқуп берилиши биләнла, улар алман-талман Йерусалимдики Йәһудаларниң қешиға чиқип, һәрбий күч ишлитип, уларни ишни тохтитишқа мәҗбур қилди.
24Шуниң билән Йерусалимдики Худаниң өйидики ишлар тохтиди; иш таки Парс падишаһи Дариус тәхткә чиқип иккинчи жилиғичә тохтағлиқ қалди.