Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әзра

Әзра 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Парс падишаһи Қорәшниң биринчи жили, Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, Пәрвәрдигарниң Парс падишаһи Қорәшниң роһини қозғиши билән пүтүн падишаһлиғи тәвәсидә у мундақ бир җакарнамә чиқарди, шундақла уни язма қилип пүкүп: —
2«Парс падишаһи Қорәш мундақ дәйду: — Асманларниң Худаси Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ падишаһлиқларниң егидарчилиғини маңа бәрди; у шундақла мени Йәһуда зиминиға җайлашқан Йерусалимда Өзигә бир өй селишқа буйруди.
3Шуниң үчүн араңларда Худаниң хәлқи болғанлардин һәр қайсиңларға болса, униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болғай, у Йәһуда зиминидики Йерусалимға чиқсун, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини салсун! У болса Худадур, макани Йерусалимдидур!
4Сүргүнлүктә қалған хәлиқ қәйәрләрдә маканлашқан болса, у Йерусалимға чиқсун; шу йәрдики адәмләр уларға алтун, күмүч, мал-мүлүк, чарпайларни тәминләп ярдәм бәрсун вә шуниңдәк Йерусалимда җайлашқан Худаниң шу өйи үчүн халис һәдийәләрни тәқдим қилсун» — деди.
5Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики қәбилә башлиқлири, каһинлар, Лавийлар, шундақла Худа тәрипидин роһи қозғитилған барлиқ хәлиқ орунлиридин қопуп Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини яңливаштин селишқа беришқа тәйярланди.
6Әтраптики кишиләрниң һәммиси күмүч қача-қуча, алтун, мал-мүлүк, чарпайлар вә қиммәт баһалиқ буюмлар билән уларни қоллап қувәтлиди, буниңдин башқа сунулидиған һәр хил ихтиярий һәдийә-қурбанлиқ сүпитидә һәр хил соғатларни тәқдим қилди.
7Падишаһ Қорәш Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучилириниму, йәни илгири Небоқаднәсар Йерусалимдин әкилип өз илаһиниң бутханисиға қоюп қойған қача-қучиларниму елип чиқти.   
8Парс падишаһи Қорәш ғәзнә беги Митрәдатни буйруп бу қача-қучиларни алдуруп чиқти; Митрәдат шуларни Йәһуданиң әмри Шәшбазарға сани бойичә санап тапшуруп бәрди.
9Қача-қучиларниң сани мундақ: — алтун дас оттуз, күмүч дас миң, пичақ жигирмә тоққуз,
10алтун пиялә оттуз, бир-биригә охшаш болған күмүч пиялә төрт йүз он; башқа қача-қучилар бир миң.
11Барлиқ алтун-күмүч қача-қуча, бәш миң төрт йүз. Сүргүн қилинған хәлиқ Бабилдин Йерусалимға елип келингән чағда, Шәшбазар бу қача-қучиларниң һәммисини елип кәлгән еди.