Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әзра

Әзра 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин падишаһ Дариус Бабилдики дөләт-байлиқлар сақланған «Архиплар өйи»ни тәкшүрүп чиқишқа ярлиқларни чүшүрди.
2Медиа өлкисидики Ахмета қәлъәсидин бир орам қәғәз тепилди, униңда мундақ бир хатирә пүтүлгән:
3«Падишаһ Қорәшниң биринчи жили, падишаһ Қорәш Йерусалимдики Худаниң өйигә даир мундақ бир ярлиқ чүшүриду: — «Қурбанлиқ сунулидиған орун болуш үчүн бу өй яңливаштин селинсун; ули пухта селинсун, өйниң егизлиги атмиш гәз, кәңлиги атмиш гәз болсун.
4Үч қәвәт йоған таш, бир қәвәт йеңи яғач билән селинсун, барлиқ хираҗәт падишаһлиқ ғәзнисидин чиқим қилинсун.
5Әслидә Небоқаднәсар Йерусалимдики ибадәтханидин елип Бабилға апирип қойған, Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниң һәммиси қайтуруп келинип, Йерусалимдики ибадәтханиға қайтидин йәткүзүлүп, һәр бири өз җайиға қоюлсун; улар Худаниң өйигә қуюлсун!».
6Дариустин ярлиқ чүшүрүлүп: «— Шуңа, и дәрияниң шу тәрипиниң баш валийси Таттинай вә Шетар-Бознай һәм силәрниң һәмраһлириңлар, йәни Дәрияниң шу тәрипидики афарсақлиқлар, әнди силәр у йәрдин нери кетиңлар!
7Худаниң өйиниң қурулуши билән кариңлар болмисун; Йәһудийларниң баш валийси билән Йәһудийларниң ақсақаллириниң Худаниң бу өйини әслидики орниға селишиға йол қоюңлар.
8Шуниңдәк мән Худаниң бу өйиниң селиниши үчүн Йәһудаларниң ақсақаллири тоғрилиқ силәргә буйруқ чүшүрдумки: — Дәрияниң ғәрип тәрипидин, падишаһлиқ ғәзнисигә тапшурулған баҗ киримидин силәр кечиктүрмәй шу адәмләргә толуқ хираҗәт аҗритип бериңлар, қурулуш һеч тохтап қалмисун.
9Уларға немә керәк болса, җүмлидин асмандики Худаға көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа, мәйли әркәк топақ болсун, қочқар яки қозилар болсиму, шулар берилсун; йәнә Йерусалимдики каһинларниң бәлгүлигини бойичә буғдай, туз, шарап яки зәйтун майлар болсун шуларниң бириму кам қилинмай, һәр күни тәмин етип турулсун.
10Шуниң билән улар асмандики Худаға хушбуй қурбанлиқларни кәлтүрүп, падишаһқа вә падишаһниң әвлатлириға узун өмүр тилисун.
11Мән йәнә буйруймәнки, кимки бу ярлиқни өзгәртсә, шу кишиниң өйиниң бир тал лими суғурувелинип тикләнгәндин кейин, шу киши униңға есип миқлап қоюлсун, өйи әхләтханиға айландуруветилсун!
12Вә Өзиниң намини шу йәрдә қалдурған Худа мошу Йерусалимдики өйини өзгәртишкә яки бузушқа қол узартқан һәр қандақ падишаһ яки хәлиқни һалак қилсун! Мән Дариус мошу ярлиқни чүшүрдум, әстайидиллиқ билән беҗа кәлтүрүлсун!» дейилди.
13Андин Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай, Шетар-Бознай вә уларниң һәмраһлири падишаһ Дариусниң әвәткән йолйоруғи бойичә әстайидиллиқ билән шу ишни беҗа кәлтүрди.
14Йәһудийларниң ақсақаллири қурулушни давамлаштуруп, Һагай пәйғәмбәр вә Иддониң оғли Зәкәрияниң бешарәт беришлири билән шу ишта ронақ тапти. Улар Исраилниң Худасиниң әмри бойичә, шундақла Қорәш, Дариус вә Артахшашта қатарлиқ Парс падишаһлириниң әмри бойичә ишләп, өйни яңливаштин қуруп чиқиш ишини пүттүрди.
15Бу өй Дариус падишаһи сәлтәнитиниң алтинчи жили, Адар ейиниң үчинчи күни пүткүзүлди.
16Исраиллар — каһинлар, Лавийлар вә қалған сүргүнлүктин қайтип кәлгән хәлиқләрниң һәммиси Худаниң бу өйини униңға аташ мурасимини хошал-хурамлиқ билән өткүзди.
17Өйни Худаниң Өзигә аташ мурасимида улар йүз топақ, икки йүз қочқар вә төрт йүз қоза сунди һәм Исраил қәбилилириниң сани бойичә барлиқ Исраил үчүн гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текини сунди.
18Улар йәнә Йерусалимдики Худаниң ибадәт-хизмитини өтәшкә, Мусаниң китавида йезилғини бойичә, каһинларни өз нөвити бойичә, Лавийларни гуруппилири бойичә турғузди.  

19Биринчи айниң он төртинчи күни сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди.
20Чүнки каһинлар вә Лавийлар бир нийәт билән бирликтә паклиниш рәсимлирини өткүзүп, һәммиси пакланди; андин улар барлиқ сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр вә уларниң қериндиши болған каһинлар вә һәм өзлири үчүн өтүп кетиш һейтиға атиған қозилирини сойди.
21Сүргүнлүктин йеңила қайтип кәлгән Исраиллар вә шуниңдәк Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни издәп, өзлирини зиминдики ят әлликләрниң булғашлиридин айрип чиққан барлиқ кишиләр қоза гөшлирини бирликтә йейишти.
22Улар петир нан һейтини хошал-хурамлиқ ичидә йәттә күн өткүзди; чүнки Пәрвәрдигар уларни хошаллиққа чөмдүрди һәм Асурийә падишаһиниң көңлини уларға майил қилип, Өзиниң өйини — Исраилниң Худасиниң өйини қурушқа уларниң қолини мустәһкәмлиди.