1Бу чағда пәйғәмбәрләр, йәни Һагай пәйғәмбәр билән Иддониң оғли Зәкәрия пәйғәмбәр Йәһудийә вә Йерусалимдики Йәһудийларға бешарәт беришкә башлиди; улар Исраилниң Худасиниң намида уларға бешарәт беришти.
2Шуниң билән Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл вә Йозадакниң оғли Йәшуа қопуп Йерусалимдики Худаниң өйини яңливаштин селишқа башлиди; Худаниң пәйғәмбәрлири улар билән биллә болуп уларға ярдәм бәрди.
3Шу чағда Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай билән Шетар-Бознай һәм уларниң һәмраһлири уларниң йениға келип: «Ким силәргә бу өйни яңливаштин селишқа, бу қурулушни пүттүрүшкә буйруқ бәрди?» дәп сориди.
4Улар йәнә: «Бу қурулушқа мәсул болғучиларниң исми немә?» дәп сориди.
5Лекин Худаниң нәзири Йәһуда ақсақаллириниң үстидә еди, шуңа баш валий қатарлиқлар падишаһ Дариусқа мәлум қилғичә, шундақла униңдин бу һәқтә бирәр җавап ярлиқ кәлгичә уларниң қурулуш ишини тосмиди.
6Дәрияниң ғәрип тәрипиниң валийси Таттинай билән Шетар-Бознай һәм уларниң һәмраһлири, йәни Дәрияниң ғәрип тәрипидики афарсақлиқлар падишаһ Дариусқа хәт әвәтти; хәтниң көчүрүлмиси мана төвәндикидәк:
7Улар падишаһқа әвәткән мәлуматта мундақ дейилгән: «Дариус алийлириға чоңқур аман-есәнлик болғай!
8Падишаһимизға шу иш йетип мәлум болсунки, биз Йәһудийәгә, улуқ Худаниң өйигә берип көрдуқки, шу өй йоған ташлар билән ясиливатиду, тамлириға лимлар өткүзүлүп селинмақта; бу қурулуш тез сүрәттә оңушлуқ елип бериливетипту.
9Андин биз у йәрдики ақсақаллардин: — Ким силәргә бу өйни селишқа, бу қурулушни пүттүрүшкә буйруқ бәрди? — дәп соридуқ.
10Вә алийлириға мәлум болсун үчүн уларниң исимлирини соридуқ, шуниңдәк уларниң башлиқлириниң исмилирини пүтүп хатирилимәкчи едуқ.
11Улар бизгә: «Биз асман-зиминниң Худасиниң қуллири, биз һазир буниңдин узун жиллар илгири селинған өйни яңливаштин селиватимиз. Мошу өйни әслидә Исраилниң улуқ бир падишаһи салдурған еди.
12Лекин ата-бовилиримиз асмандики Худаниң ғәзивини кәлтүрүп қойғачқа, Худа уларни Калдийәлик Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң қолиға тапшурған; у бу өйни чақтуруветип, хәлиқни Бабилға тутқун қилип әкәткән.
13Лекин Бабил падишаһи Қорәшниң биринчи жили падишаһ Қорәш Худаниң бу өйини яңливаштин селишқа ярлиқ чүшүргән.
14Вә Небоқаднәсар Йерусалимдики бу ибадәтханидин елип Бабил бутханисиға апирип қойған Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниму падишаһ Қорәш уларни Бабил бутханисидин әпчиқтуруп, Шәшбазар исимлиқ бир кишигә тапшурған; у уни баш валий қилип тайинлиған еди
15һәм униңға: — Бу қача-қучиларни елип уларни Йерусалимдики ибадәтханиға апирип қойғин; Худаниң өйи әсли җайиға яңливаштин селинсун, дәп буйруған.
16Андин шу Шәшбазар дегән киши келип, Йерусалимдики Худаниң өйигә һул салған; әнә шу вақиттин башлап һазирғичә ясиливатиду, техи пүтмиди» дәп җавап бәрди.
17Әнди алийлириға лайиқ көрүнсә, падишаһимизниң шу йәрдә, йәни Бабилдики ғәзнини ахтуруп беқишини, у йәрдә падишаһ Қорәшниң Йерусалимдики Худаниң өйини яңливаштин селиш тоғрисида чүшүргән ярлиғиниң бар-йоқлуғини тәкшүрүп беқишини сораймиз һәм падишаһимизниң бу иш тоғрисида өз ирадисини бизгә билдүрүп қоюшини өтүнимиз».