Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һошия

Һошия 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1«Келиңлар, Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли; Чүнки У титма-титма қиливәтти, бирақ сақайтиду; Урувәтти, бирақ бизни теңип қойиду.
2У икки күндин кейин бизни җанландуриду; Үчинчи күни У бизни тирилдуриду, Биз Униң йүзи алдида һаят яшаймиз!
3Вә биз Уни билидиған болимиз! Биз Пәрвәрдигарни тонуш һәм билиш үчүн интилип қоғлаймиз! Униң бизни қутқузушқа чиқиши таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр; У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!».
4И Әфраим, сени қандақ қилсам болар? И Йәһуда, сени қандақ қилсам болар? Чүнки яхшилиғиңлар сәһәрдики бир парчә булуттәк, Тездин йоқап кетидиған шәбнәмдәктур.
5Шуңа Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән; Ағзимдики сөзләр билән уларни өлтүрүвәткәнмән; Мениң һөкүмүм таң нуридәк чиқиду.
6Чүнки Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин, Көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән.  
7Бирақ улар Адәм-атидәк әһдигә итаәтсизлик қилған; Улар мана шу йол билән Маңа асийлиқ қилған.
8Гилеад болса қәбиһлик қилғучиларниң шәһири; У қан билән боялған.
9Қарақчилар адәмни пайлиғандәк, Каһинлар топи Шәкәмгә баридиған йолда қатиллиқ қилмақта; Бәрһәқ, улар ипласлиқ қилмақта.
10Исраил җәмәтидә жиркиничлик бир ишни көрдүм; Әфраимниң паһишилиги шу йәрдә тепилиду, Исраил булғанди.
11Йәнә саңиму, и Йәһуда, териған гуналириңниң һосули бекитилгәндур!