Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һошия

Һошия 12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Әфраим Мени ялған гәплири билән көмүветиду; Йәһудаму Тәңригә, йәни ишәшлик, Пак-Муқәддәс Болғучиға тутуруқсиз болди. Әфраимниң йегини шамалдур, У шәриқ шамилини қоғлап жүриду; У күнләп ялғанчилиқ, зулум-зорлуқни көпәйтмәктә; Улар Асурийә билән әһдә түзиду, Шуниңдәк Мисирға май «соғилири» көтирип апирилиду.
2Пәрвәрдигарниң Йәһуда биләнму бир дәваси бар; У Яқупни йоллири бойичә җазалайду; Униң қилмишлирини өз үстигә қайтуриду.
3У балиятқуда туруп акисини тапинидин тутувалған, Өз күчи билән Худа билән елишқан;  
4У бәрһәқ Пәриштә билән елишип, ғәлибә қилди; У жиғлиди, Униңға дуа-тилавәт қилди; Худа уни Бәйт-Әлдә тепивалди, Вә шу йәрдә бизгә сөз қилди;  
5— Йәни Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — «Пәрвәрдигар» болса Униң хатирә намидур!
6Шуңа сән, Худайиң арқилиқ, Униң йениға қайт; Меһриванлиқ вә адаләтни қолуңдин бәрмә, Худайиңға үмүт бағлап, Уни изчил күткин.
7Мана бу содигәр! Униң қолида алдамчилиқ таразиси бар; У бозәк қилишқа амрақтур.
8Әфраим: «Мән дәрвәқә бейидим, Өзүмгә көп байлиқларни топлидим; Бирақ улар барлиқ әҗирлиримдә мәндин һеч гунайий қәбиһликни тапалмайду!» — дәйду.
9Бирақ Мисир зиминидин тартип Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән, Мән сени йәнә «кәпиләр һейти»дикидәк чедирларда турғузимән!  
10«Мән пәйғәмбәрләргә сөз қилғанмән, Аламәт көрүнүшләрни көпәйткәнмән, Шундақла пәйғәмбәрләр арқилиқ тәмсилләрни көрсәткәнмән.
11Гилеад қәбиһму? Улар бәрһәқ пәқәт яримаслардур! Улар Гилгалда топақларни қурбанлиқ қилиду; Уларниң қурбангаһлири дәрвәқә етиз қирлиридики таш догилиридак көптур!  
12(Яқуп Сурийәгә қечип кәтти, Шу йәрдә Исраил хотун елиш үчүн ишлигән; Бәрһәқ, хотун елиш үчүн у қойларни баққан еди).
13Пәрвәрдигар йәнә пәйғәмбәр арқилиқ Исраилни Мисирдин чиқирип қутқузған, Пәйғәмбәр арқилиқ униңдин хәвәрму алған.
14Әфраим Худаниң қәһрини интайин қаттиқ қозғиған; Униң Рәбби у төккән қан қәризни униң гәдинигә артиду, Шәрмәндилик-аһанәтини өз бешиға қайтуриду.