2Балаам бешини көтирип Исраилларниң қәбилә бойичә чедирларда олтирақлашқанлиғини көрди, Худаниң Роһи униң үстигә чүшти.
3Шуниң билән у ағзиға калам сөзини елип мундақ деди: — «Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи, Көзи ечилмиған адәмниң ейтидиған калам сөзи,
4Йәни Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, Мана әнди көзи ечилип дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи: —