12Балаам Балаққа: — Мән әслидә өзлириниң әлчилиригә:
13«Балақ маңа өзиниң алтун-күмүчкә лиқ толған өз өйини бәрсиму, Пәрвәрдигарниң буйруғинидин һалқип, өз мәйлимчә яхши-яман иш қилалмаймән; Пәрвәрдигар маңа немә десә, мән шуни дәймән» дегән әмәсмидим?
14Әнди мән өз хәлқимгә қайтимән; кәлсилә, мән өзлиригә бу хәлиқниң күнләрниң ахирида силиниң хәлиқлиригә қандақ муамилә қилидиғанлиғини ейтип берәй, — деди.
15У калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи, Көзлири ечилмиған киши ейтқан калам сөзи,
16Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммидин Алийниң вәһийлирини билгүчи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, Мана әнди көзи ечилған дүм жиқилиған киши йәткүзидиған калам сөзи: —
17Мән Уни көримән, лекин һазир әмәс; Мән Униңға қараймән, лекин йеқин йәрдин әмәс; Яқуптин чиқар бир юлтуз, Көтириләр Исраилдин бир шаһанә һаса; Чеқиветәр у Моабниң чекисини, Барлиқ Шетләрниң бешини янҗийду.
18Едом униңға тәвә болиду, Йәнә техи дүшмини Сеирлар униңға тәвә болиду; Исраил болса батурлуқ қилиду.