Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 1

Чөл-баявандики сәпәр 1:46-53

Help us?
Click on verse(s) to share them!
46Санақтин өткүзүлгәнләр җәмий алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши болди.
47Бирақ Лавийлар ата җәмәт-қәбилиси бойичә санақниң ичигә киргүзүлмиди.
48Чүнки Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
49«Сән пәқәт Лавий қәбилисинила шу һесапқа киргүзмигин, уларниң умумий саниниму Исраилларниң қатариға киргүзмигин.
50Лекин сән Лавийларни Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедир вә униң ичидики барлиқ қача-қуча әсвапларни һәм униңға даир барлиқ нәрсиләрни башқурушқа тайинлиғин; улар ибадәт чедирини вә униң ичидики барлиқ қача-қуча әсвапларни көтириду; ибадәт чедириниң хизмитини қилғучилар шулар болсун, улар чедирниң төрт әтрапида өз чедирлирини тиксун.
51Чедирни көчүридиған чағда уни Лавийлар сөксун; чедирни тикидиған чағда уни Лавийлар тиксун; Лавийларға ят болған һәр қандақ адәм униңға йеқинлашса өлүмгә мәһкүм қилинсун.
52Исраиллар баргаһ қурғанда һәр адәм өз қисмида, өзигә хас туғ астиға чедир тиксун.
53Бирақ Худаниң ғәзиви Исраил җамаитиниң үстигә чүшмәслиги үчүн, Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирниң төрт әтрапиға баргаһ қурсун; Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирни муһапизәт қилишқа мәсул болиду» — дегән еди.

Read Чөл-баявандики сәпәр 1Чөл-баявандики сәпәр 1
Compare Чөл-баявандики сәпәр 1:46-53Чөл-баявандики сәпәр 1:46-53