27— Мән Мениң яман гепимни қилип ғотулдишидиған бу рәзил җамаәткә қачанғичә чидишим керәк? Исраилларниң Мениң яман гепимни қилғанлири, шу тохтавсиз ғотулдашлириниң һәммисини аңлидим.
28Сән уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, хәп, Мән силәргә қулиқимға киргән сөзлириңлар бойичә муамилә қилмайдиған болсам!
29Силәрниң өлүгүңлар мошу чөлдә ятиду; силәрниң ичиңларда санақтин өткүзүлгәнләр, йәни йеши жигирмидин ашқан, Мениң яман гепимни қилип ғотулдиғанларниң һәммиси пүтүн сани бойичә
30Силәргә қол көтирип қәсәм қилип, туралғуңлар қилип беримән дегән зиминға һеч кирәлмәйду; пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала кириду.
31Силәрниң кичик балилириңлар, йәни «Булинип, дүшмәнниң олҗиси болуп қалиду» дейилгәнләрни Мән башлап киримән, улар силәр кәмситкән у зиминдин бәһримән болиду.
32Бирақ силәр болсаңлар, силәр жиқилип, өлүгүңлар бу чөлдә қалиду.
33Силәрниң балилириңлар бузуқлуқ-вапасизлиғиңларниң әлимини тартип, өлүгүңлар чөлдә йоқалғичә, бу чөлдә қириқ жил сәргәрдан болуп жүриду.
34Силәрниң шу зиминни чарлиған күнлириңларниң сани бойичә, қириқ күнниң һәр бир күнини бир жил һесаплап, қәбиһликлириңларни қириқ жил өз үстүңларға елип жүрисиләр; шу чағда Мениң өзүңлардин ятлашқинимниң немә екәнлигини билип йетисиләр» — дегин.