3Муса дегән бу адәм интайин кәмтәр-мөмин адәм болуп, бу тәрәптә йәр йүзидикиләр арисида униң алдиға өтидиғини йоқ еди.
4Пәрвәрдигар Муса, Һарун вә Мәрийәмгә туюқсиз: — Силәр үчүңлар җамаәт чедириға келиңлар, — деди. Үчилиси чиқип кәлди.
5Андин Пәрвәрдигар әрштин булут түврүги ичидә чүшүп, җамаәт чедириниң алдида тохтап, Һарун билән Мәрйәмни қичқиривиди, улар алдиға кәлди.
6У уларға: — Әнди силәр гепимни аңлаңлар, әгәр силәрниң араңларда пәйғәмбәр болса, Мән Пәрвәрдигар аламәт көрүнүштә униңға Өзүмни аян қилимән, чүшидә униң билән сөзлишимән.
7Лекин қулум Мусаға нисбәтән ундақ әмәс; у барлиқ аиләм ичидә толиму садиқтур;
8Мән униң билән тепишмақ ейтип олтармай, йүзму йүз туруп беваситә сөзлишимән; у Мән Пәрвәрдигарниң қияпитини көрәләйду. Әнди силәр немишкә қулум Муса тоғрилиқ яман гәп қилиштин қорқмидиңлар? — деди.
9Пәрвәрдигарниң отлуқ ғәзиви уларға қозғалди вә у кетип қалди.