Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 8

Росулларниң паалийәтлири 8:1-24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллайтти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики җамаәткә қаритилған дәһшәтлик зиянкәшлик қозғалди. Расуллардин башқа барлиқ җамаәттикиләр Йәһудийә вә Самарийәниң һәр қайси жутлириға тарқилип кетишти.
2Бәзи ихласмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға қаттиқ жиға-зерәларни көтиришти.
3Лекин Саул җамаәткә вәйранчилиқ селип, өймуөй ахтуруп, әр-аялға қаримай уларни сөрәп чиқип зинданға ташлиди.
4Әнди тарқилип кәткәнләр тарқалған жутларда кезип сөз-каламниң хуш хәвирини җакалиди.
5Уларниң ичидин Филип болса Самарийәниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә Мәсиһни җакалиди.
6Топ-топ кишиләр уни аңлап һәмдә у көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көрүп, бир җан бир дили билән униң сөзлиригә қулақ салди.
7Чүнки напак роһлар болса, чаплишивалған кишиләрдин қаттиқ вақириғиничә чиқип кәтти. Нурғун паләч, токурларму сақайтилди;
8зор шат-хурамлиқ шу шәһәрни қаплиди.
9У шәһәрдә әсли җадугәр-сеһиргәрлик билән шуғуллиниватқан Симон исимлиқ бир адәм бар еди; у шу йол билән пүткүл Самарийәдикиләрни һаң-таң қалдуруп, өзини қалтис зат көрсәтмәкчи болуп кәлгән еди.
10Пеқирдин тартип амбалғичә уларниң һәммиси униңға ихлас қилип қарайтти вә «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу!» дейишәтти.
11Халайиқ униңға шундақ ихлас қилиши униң узундин бери җадугәр-сеһиргәрлиги билән уларни һаң-таң қалдуруп кәлгәнлиги түпәйлидин еди.
12Лекин әнди Филип Худаниң падишаһлиғи вә Әйса Мәсиһниң нами тоғрисидики хуш хәвәрни җакалиқинида улар униң сөзлиригә ишәнди вә әрләр болсун, аяллар болсун чөмүлдүрүшни қобул қилди.
13Симон өзиму ишәнди. У чөмүлдүрүлгән болуп, һемишә Филипниң йенида жүрди һәмдә Филип көрситиватқан мөҗизилик аламәтләр вә қудрәтлик ишларға қарап, интайин һәйран болди.
14Йерусалимдики расуллар Самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти;
15иккилән у йәргә чүшүши биләнла, уларни Муқәддәс Роһниң ата қилинғучиси болсун дәп дуа қилди.
16Чүнки Муқәддәс Роһ техи уларниң һеч қайсисиға чүшмигән еди; улар пәқәт Рәб Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән еди.
17Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди.   
18Лекин Симон Муқәддәс Роһниң расулларниң қолини тәккүзүп қоюши билән ата қилинғанлиғини көрүп, уларға пул тәңләп:
19— Бу күч-қудрәттин маңиму бериңларки, мәнму һәр кимниң үстигә қоллиримни тәккүзсәм, униңға Муқәддәс Роһ ата қилинсун, — деди.
20Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди: — Худаниң бу илтипатини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиғиниң үчүн, пулуң сән билән тәң һалакәткә барсун!
21Сениң бу ишта һеч һәссәң яки несивәң йоқтур! Чүнки сениң нийитиң Худа алдида дурус әмәс!
22Шуңа, бу рәзиллигиңдин товва қилип, Рәбтин, мүмкин болса көңлүмдики бу нийитим кәчүрүм қилинғай, дәп өтүн!
23Чүнки сениң аччиқ һәсәткә толуп, һәққанийсизлиқниң асаритида екәнлигиң маңа мәлум.
24Симон уларға: — Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди.

Read Росулларниң паалийәтлири 8Росулларниң паалийәтлири 8
Compare Росулларниң паалийәтлири 8:1-24Росулларниң паалийәтлири 8:1-24