7башқиларниң хизмитини қилиш болса, хизмәт қилсун; тәлим бериш болса, тәлим бәрсун;
8риғбәтләндуруш болса, риғбәтләндурсун; сәдиқә бериш болса, мәртлик билән сәдиқә бәрсун; йетәкләш болса, әстайидиллиқ билән йетәклисун; хәйрхаһлиқ көрситиш болса, хошал-хурамлиқ билән қилсун.
9Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун; рәзилликтин нәпрәтлиниңлар, яхшилиққа чиң бағлиниңлар;
10Бир-бириңларни қериндашларчә қизғин меһир-муһәббәт билән сөйүңлар; бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар.
11интилишиңларда еринмәңлар, роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп, Рәбкә қулларчә хизмәт қилиңлар.
12Үмүттә болуп шатлинип жүрүңлар; мушәққәт-қийинчилиқларға сәвир-тақәтлик болуңлар; дуайиңларни һәр қандақ вақитта тохтатмаңлар.
13Муқәддәс бәндиләрниң еһтияҗидин чиқиңлар; меһмандостлуққа интилиңлар;
14Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар; пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар.
15Шатланғанлар билән биллә шатлиниңлар; қайғуруп жиғлиғанлар билән биллә қайғуруп жиғлаңлар.
16Бир-бириңлар билән енақ өтүп охшаш ой-пикирдә болуңлар; нәзириңларни үстүн қилмаңлар, бәлки төвән тәбиқидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Өзүңларни данишмән дәп чағлимаңлар.
17Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар. Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар.