Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2» - Падишаһлар «2» 13

Падишаһлар «2» 13:1-23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аһазияниң оғли, Йәһуданиң падишаһи Йоашниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жили, Йәһуниң оғли Йәһоаһаз Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, Самарийәдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди.
2У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириға әгишип маңди; у улардин һеч чиқмиди.
3Буниң үчүн Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди; у уларни Сурийәниң падишаһи Һазаәлниң вә Һазаәлниң оғли Бән-Һададниң қолиға тапшуруп бәрди.
4Йәһоаһаз Пәрвәрдигардин рәһим тилиди; вә Пәрвәрдигар Исраилниң қисилип қалғанлиғини көрүп дуасиға қулақ салди. Чүнки Сурийәниң падишаһи уларға зулум қиливататти.
5Пәрвәрдигар Исраилға бир қутқузғучи тайинлиди; шуниң билән улар Сурийләрниң қолидин азат болуп қутулди. Кейин Исраил йәнә бурунқидәк өз өй-чедирлиридә маканлашти.
6Лекин улар Исраилни гунаға путлаштурған Йәробоам җәмәтиниң гуналиридин чиқмиди; улар йәнила шу йолда маңатти. Һәтта Самарийәдә бир «Ашәраһ» бутму қалған еди.
7Сурийәниң падишаһи Йәһоаһазға пәқәт әллик атлиқ ләшкәрни, он җәң һарвуси билән он миң пиядә әскиринила қалдурған еди. Чүнки у Йәһоаһазниң қошунини йоқитип хамандики топа-чаңдәк қиливәткән еди.
8Әнди Йәһоаһазниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин сәлтәнитиниң һәммә қудрити «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
9Йәһоаһаз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин оғли Йоаш орнида падишаһ болди.
10Йәһуданиң падишаһи Йоашниң сәлтәнитиниң оттуз йәттинчи жилида Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, он алтә жил сәлтәнәт қилди.
11У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған, Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч қайсисини ташлимиди; у шу йолда маңатти.
12Әнди Йоашниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң Йәһуданиң падишаһи Амазия билән җәң қилип көрсәткән қудрити «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
13Йоаш ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Йәробоам униң тәхтигә олтарди. Йоаш Самарийәдә Исраилниң падишаһлири арисида дәпнә қилинди.
14Елиша өз әҗилини йәткүзидиған кесәл билән ятти. Исраилниң падишаһи Йоаш униң қешиға келип униң йүзигә еңишип жиғлап: И атам, и атам, Исраилниң җәң һарвуси һәм атлиқ әскәрлири!» дәп пәряд көтәрди.  
15Елиша униңға: Бир я билән я оқлирини кәлтүргин, деди. У я билән я оқлирини кәлтүргәндә
16Елиша Исраилниң падишаһиға: Қолуңни яға селип тутқин, деди. У қолини қойғанда Елишаму қоллирини падишаһниң қоллириниң үстигә қоюп, униңға:
17— Мәшриқ тәрәптики деризини ачқин, деди. У уни ачқанда Елиша: Атқин, деди. У етивиди, Елиша униңға: Мана бу Пәрвәрдигарниң нусрәт я оқи, йәни Сурийәниң үстидин нусрәт қазинидиған я оқидур. Сән Сурийләрни йоқатқичә Афәқтә улар билән җәң қилисән, деди.
18Андин у: — Я оқлирини қолуңға алғин, деди. Уларни алғанда, Елиша Исраилниң падишаһиға: Улар билән йәргә урғин, деди. У үч қетим уруп тохтиди.
19Худаниң адими униңға аччиқлинип: Сән бәш-алтә қетим урушуңға тоғра келәтти. Шундақ қилған болсаң, сән Сурийләрни уруп йоқитип үзүл-кесил мәғлуп қилаттиң; лекин әнди Сурийләрни уруп, пәқәт үч қетимла мәғлуп қилалайсән, деди.
20Елиша өлүп дәпнә қилинди. Әнди һәр жили, жил бешида Моаблардин топ-топ булаңчилар жутқа паракәндичилик салатти.
21Бир күни шундақ болдики, хәлиқ бир өлгән адәмни йәрлигигә қоюватқанда, мана, улар бир топ булаңчиларни көрүп қалди, улар җәсәтни Елишаниң гөригә ташлиди. Җәсәт Елишаниң устихиниға тәккәндә, у тирилип, қопуп тик турди.
22Амма Сурийәниң падишаһи Һазаәл болса Йәһоаһазниң һәммә күнлиридә Исраилға залимлиқ қилатти.
23Лекин Пәрвәрдигар уларға меһриван болуп ич ағритатти; Ибраһим билән Исһақ вә Яқупқа бағлиған әһдиси түпәйлидин У уларға илтипат қилип, уларни бүгүнгә қәдәр һалак қилмай, Өз һозуридин чиқириветишни халимиған еди.

Read Падишаһлар «2» 13Падишаһлар «2» 13
Compare Падишаһлар «2» 13:1-23Падишаһлар «2» 13:1-23