Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 8

Падишаһлар «1» 8:8-13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8Бу балдақлар наһайити узун болғачқа, каламханиниң алдидики муқәддәс җайда туруп, әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
9Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки таш тахтидин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән һорәбдә әһдә түзгән еди).  
10Вә шундақ болдики, каһинлар муқәддәс җайдин чиқишиғила, бир булут Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қапливалди.
11Каһинлар булут түпәйлидин өз вәзипилирини өтәшкә өрә туралмайтти; чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Пәрвәрдигарниң өйини толдурған еди.
12Бу пәйттә Сулайман: — Пәрвәрдигар тум қараңғулуқ ичидә туримән, дәп ейтқан еди;
13лекин, и Пәрвәрдигар, мән дәрвәқә Сениң үчүн бир һәйвәтлик макан болсун дәп, Сән мәңгү туридиған бир өйни ясидим, деди.

Read Падишаһлар «1» 8Падишаһлар «1» 8
Compare Падишаһлар «1» 8:8-13Падишаһлар «1» 8:8-13