Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая - Йәшая 1

Йәшая 1:3-13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Кала болса егисини тонуйду, Ешәкму ғоҗайининиң оқуриға маңидиған йолни билиду, Бирақ Исраил билмәйду, Өз хәлқим һеч йорутулған әмәс.
4Аһ, гунакар «ят әл», Қәбиһликни топлап өзигә жүклигән хәлиқ, Рәзилләрниң бир нәсли, Ниҗис болуп кәткән балилар! Улар Пәрвәрдигардин жирақлишип, «Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ни көзигә илмиди, Улар кәйнигә янди.  
5Немишкә йәнә думбаланғуңлар келиду? Немишкә асийлиқ қиливерисиләр? Пүтүн башлириңлар ағрип, Жүригиңлар пүтүнләй зәиплишип кәтти,
6Бешиңлардин айиғиңларғичә сақ йериңлар қалмиди, Пәқәт яра-җараһәт, ишшиқ вә йириң билән толди, Улар тазиланмиған, теңилмиған яки уларға һеч мәлһәм сүрүлмигән.
7Вәтиниңлар чөлләшти; Шәһәрлириңлар көйүп вәйранә болди; Йәр-зиминиңларни болса, ятлар көз алдиңлардила жутувеливатиду; У ятлар тәрипидин дәпсәндә қилинип чөллишип кәтти.
8Әнди үзүмзарға селинған чәллидәк, Тәрхәмәкликкә селинған кәпидәк, Муһасиригә чүшкән шәһәрдәк, Зионниң қизи зәип қалдурулди.
9Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә азғинә «қалдиси»ни қалдурмиған болса, Биз Содом шәһиригә охшап қалаттуқ, Гоморра шәһириниң һалиға чүшүп қалаттуқ.  
10И Содомниң һөкүмранлири, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар, «И Гоморраниң хәлқи, Худайимизниң қанун-нәсиһитигә қулақ селиңлар!
11Силәр зади немә дәп Маңа атап нурғунлиған қурбанлиқларни сунисиләр?» — дәйду Пәрвәрдигар. — «Мән көйдүрмә қочқар қурбанлиғиңлардин, Бордақ малниң яғлиридин тоюп кәттим, Буқилар, пақланлар, текиләрниң қанлиридин һеч хурсән әмәсмән.  
12Силәр Мениң алдимға кирип кәлгиниңларда, Силәрдин һойла-айванлиримни шундақ дәссәп-чәйләшни ким тәләп қилған?
13Беһудә «ашлиқ һәдийә»ләрни елип келишни болди қилиңлар, Хушбуй болса Маңа жиркиничлик болуп қалди. «Йеңи ай» һейтлири вә «шабат күн»лиригә, Җамаәт ибадәт сорунлириға чақирилишларға — Қисқиси, қәбиһликтә өткүзүлгән дағдуғилиқ жиғилишларға чидиғичилигим қалмиди.

Read Йәшая 1Йәшая 1
Compare Йәшая 1:3-13Йәшая 1:3-13