19Әгәр итаәтмән болуп, аңлисаңлар, Зиминдики есил мәһсулаттин бәһримән болисиләр;
20Бирақ рәт қилип йүз өрисәңлар, Қилич билән уҗуқтурулисиләр» — Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ дегән.
21Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!? Әслидә у адаләт билән толған еди, Һәққанийлиқ уни макан қилған еди, Бирақ һазир қатиллар униңда туруватиду.
22Күмүчүң болса дашқалға айлинип қалди, Шарабиңға су арилишип қалди;
23Әмирлириң асийлиқ қилғучилар, Оғриларға үлпәт болди; Уларниң һәр бири париға амрақ болуп, Соға-саламларни көзләп жүрмәктә; Улар житим-йесирләр үчүн адаләт издимәйду; Тул хотунларниң дәваси уларниң алдиға йәтмәйду.
24Шуңа — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар — Йәни Исраилдики қудрәт Егиси ейтиду: — Мән күшәндилиримни җазалап пухадин чиқимән, Дүшмәнлиримдин қисас алимән;