Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая - Йәшая 1

Йәшая 1:15-24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Қолуңларни көтирип дуаға яйғиниңларда, Көзүмни силәрдин елип қачимән; Бәрһәқ, көпләп дуаларни қилғиниңларда, аңлимаймән; Чүнки қоллириңлар қанға боялди.
16Өзүңларни жуюп, паклиниңлар; Қилмишлириңларниң рәзиллигини көз алдимдин нери қилиңлар, Рәзилликни қилиштин қолуңларни үзүңлар;
17Яхшилиқ қилишни үгиниңлар; Адиллиқни издәңлар, Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар, Житим-йесирләрни наһәқлиқтин халас қилиңлар, Тул хотунларниң дәвасини сораңлар.
18Әнди келиңлар, биз муназирә қилишайли, дәйду Пәрвәрдигар, Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму, Йәнила қардәк ақириду; Улар қизил қуруттәк тоқ қизил болсиму, Жуңдәк апақ болиду.  
19Әгәр итаәтмән болуп, аңлисаңлар, Зиминдики есил мәһсулаттин бәһримән болисиләр;
20Бирақ рәт қилип йүз өрисәңлар, Қилич билән уҗуқтурулисиләр» — Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ дегән.
21Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!? Әслидә у адаләт билән толған еди, Һәққанийлиқ уни макан қилған еди, Бирақ һазир қатиллар униңда туруватиду.
22Күмүчүң болса дашқалға айлинип қалди, Шарабиңға су арилишип қалди;
23Әмирлириң асийлиқ қилғучилар, Оғриларға үлпәт болди; Уларниң һәр бири париға амрақ болуп, Соға-саламларни көзләп жүрмәктә; Улар житим-йесирләр үчүн адаләт издимәйду; Тул хотунларниң дәваси уларниң алдиға йәтмәйду.  
24Шуңа — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар — Йәни Исраилдики қудрәт Егиси ейтиду: — Мән күшәндилиримни җазалап пухадин чиқимән, Дүшмәнлиримдин қисас алимән;

Read Йәшая 1Йәшая 1
Compare Йәшая 1:15-24Йәшая 1:15-24