10Шу күнидә «Йәссәниң Йилтизи» һәр қайси әл-милләтләр үчүн туғ сүпитидә көтирилип туриду; Барлиқ әлләр Уни издәп келип жиғилиду; Вә У арамгаһқа таллиған җай шан-шәрәпкә толиду.
11Шу күни Рәб иккинчи қетим Өз хәлқиниң сақланған қалдисини қайтуруш үчүн, йәни Асурийә, Мисир, Патрос, Куш, Елам, Шинар, Хамат вә деңиздики жирақ араллардин қайтуруш үчүн Өз қолини йәнә узартиду.
12У әлләрни чақириш үчүн бир туғ көтириду; шундақ қилип У йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин Исраилниң ғериблирини җәм қилип, Йәһудадин тарқилип кәткәнләрни жиғиду.
13Шуниң билән Әфраимға болған һәсәтхорлуқ йоқайду, Йәһудани харлиғанларму үзүп ташлиниду; Әфраим Йәһудаға һәсәт қилмайду, Йәһуда болса Әфраимни хорлимайду.