5Қолиға ғәзивимниң тоқмиқи тутқузулған, Өзүмниң дәрғәзивимниң тайиғи болған Асурийәликкә вай!
6Мән уни худасиз бир «ят әл»гә, Дәрғәзивим қаритилған хәлқимгә зәрбә беришкә әвәтимән; Униңға олҗа тутувелишқа, Ғәниймәтни булашқа, Хәлқимни кочилардики лай-патқақларни дәссигәндәк дәссәшкә буйруймән.
7Бирақ Асурийәликниң көздә тутқини мошу әмәс, У шундақ һеч ойлиған әмәс. Униң ойлиғини вәйран қилиш, Көп дөләтләрни йоқитиштин ибарәттур.
8У: — «Мениң сәрдарлиримниңму һәммиси падишаһларға баравәр әмәсму?
9Кално шәһири Каркемиш шәһиригә, Хамат шәһири Арпад шәһиригә, Самарийә шәһири Дәмәшиқ шәһиригә охшаш әмәсму?
10Мәбудлири Самарийәниң вә Йерусалимниңкидин улуқ болғини билән, Мениң қолум мошу мәбудқа тәвә болған падишаһлиқларға егә болушқа йәткидәк турса,