4Уларға әсирләр арисида зоңзийип олтириштин, Яки өлтүрүлгәнләр арисида жиқилиштин башқа һеч немә қалмиди! Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
5Қолиға ғәзивимниң тоқмиқи тутқузулған, Өзүмниң дәрғәзивимниң тайиғи болған Асурийәликкә вай!