3Һесап алидиған күнидә, Йәни жирақтин кәлгән туюқсиз балаю-апәт күнидә, Немә қилисиләр? Кимдин башпанаһлиқ издәп жүрисиләр? Байлиқ-шөһритиңларни нәгә аманәт қойисиләр?
4Уларға әсирләр арисида зоңзийип олтириштин, Яки өлтүрүлгәнләр арисида жиқилиштин башқа һеч немә қалмиди! Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.