Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая - Йәшая 10

Йәшая 10:28-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
28Мана, улар Аятқа йетип, Мигрондин өткән, Миқмашта жүк-тақлирини қоюп қойиду;
29Улар босуға-давандин өткән, Гебада қонуп қалиду; Рамаһ титрәп кетиду; Саулниң жути Гибеаһдикиләр болса қечип кәткән;
30И Галлимниң қизи, пәрядиңни көтәр! Һәй Лаиш, аңлап қой! И бечарә Анатот!
31Мадмәнаһ болса қачти; Гебимдикиләр бәдәр қачти;
32Шу күн өтмигичә улар Ноб дөңидә тохтап қалиду; Әшу йәрдә у Зион қизиниң теғиға, Йәни Йерусалимдики дөңгә қарап муштини ойнитиду.
33Мана, самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар чоң шахларни шиддәт билән кесиветиду; Шуниң билән егиз өскәнләр кесип жиқитилиду; Һали үстүнләр пәсләштүрүлиду.

Read Йәшая 10Йәшая 10
Compare Йәшая 10:28-33Йәшая 10:28-33