22И Исраил, хәлқиң деңиздики қумдәк көп болғини билән, Пәқәт бир қалдиси қайтиду; Чүнки һәққанийлиқ билән жүргүзүлгән, бир һалакәтниң тешип үстүңларға чүшүши бекитилгәндур;
23Чүнки бир һалакәтни — бекитилгән бир һалакәтни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзидә әмәлгә ашуриду.
24Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — « — И Зион теғида турған хәлқим, Асурийәдин қорқма! У сени таяқ билән уридиған, Вә Мисирлиқлардәк саңа қарап һасисини көтиридиған болсиму,
25Пәқәт азғинә вақит өтүши биләнла, Силәргә қаратқан мошу дәрғәзивим түгәп, Ғәзивимни уларға һалакәт чүшсун дәп қаритимән.