2Тул хотунларни олҗимиз қилайли, Житим-йесирларни булап-талайли дәп, Улар мискинләргә адаләтни бәрмәй, Хәлқимдики аҗиз-бечариләрдин һоқуқни булап кетиду.
3Һесап алидиған күнидә, Йәни жирақтин кәлгән туюқсиз балаю-апәт күнидә, Немә қилисиләр? Кимдин башпанаһлиқ издәп жүрисиләр? Байлиқ-шөһритиңларни нәгә аманәт қойисиләр?
4Уларға әсирләр арисида зоңзийип олтириштин, Яки өлтүрүлгәнләр арисида жиқилиштин башқа һеч немә қалмиди! Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.