15Палта өзини ишләткүчисигә лап атса боламду? Һәрә һәридигүчигә почилиқ қилса боламду? Шундақ иш екән, худди таяқ өзини көтәргүчисини ойниталиса болидиғандәк, Худди һаса яғач әмәс болғучини көтәргәндәк болатти әмәсму?!
16Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар шу Асурийәлкниң палванлири арисиға оруқлитиш кесилини әвәтиду, Униң шан-шәривиниң астида лавулдап ялқунлайдиған бир отни яқиду.
17«Исраилниң Нури»ниң Өзи от, Униңдики Муқәддәс Болғучи ялқун болиду, У бир күн ичидә униң җиғанлири вә тикәнлирини көйдүрүп, жутувалиду.