10Мәбудлири Самарийәниң вә Йерусалимниңкидин улуқ болғини билән, Мениң қолум мошу мәбудқа тәвә болған падишаһлиқларға егә болушқа йәткидәк турса,
11Самарийә вә униң мәбудлирини қандақ қилған болсам, Йерусалим вә униң мәбудлирини охшашла шундақ қилмамдимән?» — дәйду.
12Бирақ Рәб Зион теғи вә Йерусалимда пүткүл җаза ишини пүткүзүп болғандин кейин, У: — «Мән Асурийә падишаһиниң көңлидики башбаштақлиқниң ақивитини униңға чүшүримән, Униң көзлиридики кибирлик нәзәрлирини җазалаймән» дәйду.
13Чүнки у: — «Бу ишларни өз қолумниң күчи билән, Өз даналиғим билән мән қилғанмән; Чүнки мән әқиллиқтурмән; Мән әлләрниң пасиллирини йоқаттим, Уларниң ғәзнилирини буливалдим, Тәхткә олтарғанларни батур кәби чүшүрүп ташлидиммән;