Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәфания

Зәфания 2

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Жиғилиңлар, өзүңларни жиғиңлар, и номуссиз «ят әл»,
2Ярлиқ чиққичә, Күн топандәк тез өтүп кәткичә, Пәрвәрдигарниң аччиқ ғәзиви үстүңләргә чүшкичә, Пәрвәрдигарниң ғәзивини елип келидиған күн үстүңләргә чүшкичә,
3Пәрвәрдигарни издәңлар, и Униң һөкүмлирини ада қилған зиминдики кәмтәрләр; Һәққанийлиқни издәңлар, кәмтәрликни издәңлар; Еһтимал силәр Пәрвәрдигарниң ғәзиви болған күнидә панаһ тапқан болисиләр.
4Чүнки Газа ташланған болиду, Ашкелон вәйранә болиду; Улар Ашдодтикиләрни чүш болмайла һайдиветиду; Әкрон жулуп ташлиниду.
5Деңиз бойидикиләр, йәни Қерәт елидикиләргә вай! Пәрвәрдигарниң сөзи саңа қаршидур, и Қанаан, Филистийләрниң зимини! Аһаләң қалмиғичә Мән сени һалак қилимән.
6Деңиз бойи падичилар үчүн чимәнзар, Қой падилири үчүн қотанлар болиду;
7Деңиз бойи Йәһуда җәмәтиниң қалдиси егидарчилиғида болиду; Әшу йәрдә улар озуқлиниду; Ашкелонниң өйлиридә улар кәч киргәндә ятиду, Чүнки Пәрвәрдигар Худаси уларниң йениға берип улардин хәвәр елип, Уларни асарәттин азатлиққа ериштүриду.
8Мән Моабниң дәшнимини, Аммонийларниң һақарәтлирини аңлидим; Улар шундақ қилип Мениң хәлқимни мазақ қилип, Уларниң чегаралирини паймал қилип махтинип кәтти.
9Шуңа Мән Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси, Моаб җәзмән худди Содомдәк, Аммонийлар худди Гоморрадәк болиду — Йәни чаққақлар вә шорлуқлар қапланған җай, дайим бир чөл-җәзирә болиду; Һәм хәлқимниң қалдиси улардин олҗа алиду, Қовмимниң қалғанлири буларға егә болиду.
10Уларниң тәкәббурлуғидин бу иш бешиға келиду, Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң хәлқини мазақ қилип махтинип кәтти.
11Пәрвәрдигар уларға дәһшәтлик болиду; Чүнки У йәр йүзидики бутларниң һәммисини қурутиветиду; Шуниң билән әлләр, барлиқ чәт аралдикиләр һәр бири өз җайида Униңға ибадәт қилиду.
12И Ефиопийләр, силәрму Мениң қиличим билән өлтүрүлисиләр.
13У қолини созуп шималға тәккүзүп, Асурийәни һалак қилиду, Нинәвә шәһирини вәйранә, чөл-баявандәк қәһәтчилик җай қилиду.
14Униң оттурисида чарва падилири, Шундақла һайванларниң һәр хиллири ятиду; Чөл һовқуши, чирқириғучи һовқушлар униң түврүк башлирида қониду; Деризилиридин сайрашлар аңлиниду; Босуғилирида вәйранилиқ туриду; Чүнки У буниң кедир яғач нәқишлирини очуқчилиқта қалдуриду;
15Мана бу әндишисиз яшап кәлгүчи шат-хурам шәһәр, Көңлидә: «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» дегән шәһәр — У шунчилик бир вәйранә, һайванларниң бир қоналғуси болуп қалдиғу! Униңдин өтүватқанларниң һәммиси үшқиртиду, Қолини силкийду.