1— Сардистики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Худаниң йәттә Роһи вә йәттә юлтузиниң Егиси Болғучи мундақ дәйду: — Сениң әмәллириңни вә шундақла «һаят» дегән нам-абруюңниң барлиғини, лекин әмәлийәттә өлүк екәнлигиңни билимән.
2Шуңа, ойған, сениңдә бар болған, амма өләй дәп қалған хисләтлириңни күчәйт; чүнки Худайим алдида әмәллириңниң түгәл әмәслигини билдим.
3Униң үчүн сөз-каламни қандақ қобул қилип аңлиғиниңни ядиңға кәлтүрүп, уни чиң тутуп товва қилғин. Лекин ойғанмисаң Мән оғридәк үстүңкә келимән вә сән қайси сааттә үстүңгә келидиғинимни һәргиз билмәйсән.
4Лекин Сардиста өз кийимлиригә дағ тәккүзмигән бир нәччә шәхс бар. Улар ақ кийим кийип Мән билән биллә маңиду, чүнки улар буниңға лайиқтур.
5Ғәлибә қилғучилар мана шундақ ақ кийимләрни кийиду. Мән уларниң намини һаятлиқ дәптиридин һәргиз өчүрмәймән, бәлки уларниң намини Атам Худаниң вә Униң пәриштилириниң алдида очуқ етирап қилимән.
6Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
7— Филаделфийәдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Муқәддәс вә Һәқиқий Болғучи, шундақла Давутниң ачқучиға егә Болғучи, ачсам һеч ким япалмайду, япсам һеч ким ачалмайду дегүчи муну ишларни дәйду:
8— Сениң әмәллириңни билимән. Сениң бир аз күчүң болғач сөз-каламимға итаәт қилғиниң вә намимдин тенип кәтмигиниң үчүн, алдиңда һеч ким япалмайдиған бир ишикни ечип қойдум.
9Мана, Шәйтанниң синагогидикиләрдин, Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәп ативалған ялғанчиларни болса шундақ ақивәткә қалдуримәнки, уларни келип сениң айиғиңға баш уридиған вә Мениң сени сөйгәнлигимни билидиған қилимән.
10Сән Мениң сәвир-тақәт йолумдики сөз-каламимни сақлап әмәл қилишиң үчүн бу дуниядики инсанларни синашқа пүткүл йәр йүзигә чүшидиған вабалиқ синақниң вақит-саити кәлгәндә сени униңдин сақлап қоғдап қалимән.
11Мән пат арида келимән. Таҗиңни һеч кимниң тартивалмаслиғи үчүн, өзүңдә бар болғанни чиң тутқин.
12Ғәлибә қилғучини болса, Худайимниң ибадәтханисиға түврүк қилимәнки, у у йәрдин әсла чиқмайду. Мән униң үстигә Худайимниң намини, Худайимниң шәһириниң намини, йәни әрштин — Худаниң йенидин чүшидиған йеңи Йерусалимниң намини вә Мениң йеңи намимни язимән.
13Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
14— Лаодикиядики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Амин Аталғучи, йәни Садиқ вә Һәқиқий Гувачи, Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси мундақ дәйду:
15Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!
16Сән я соғ я қизиқ әмәс, бәлки илман болғанлиғиң үчүн, сени ағзимдин һө қилимән.
17Сән бай адәммән, дөләтмән болдум, һеч нәрсигә һаҗәтмән әмәсмән дегиниң билән өзүңниң ғериб, бечарә, йоқсул, кор вә ялаңач екәнлигиңни билмигәчкә,
18бай болушуң үчүн отта тавланған алтун, ялаңачлиқ номуслуғуңниң йепилиши үчүн кийгүзүлүшүңгә ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән.
19Мән кимни сөйсәм, шуниң әйивини көрситип тәрбийиләймән; шуниң үчүн қизғин көйүп-пишип товва қил.
20Мана, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду.
21Ғәлибә қилғучини болса, Мәнму ғәлибә қилип, Атамниң тәхтидә униң билән биргә олтарғинимдәк, униму тәхтимдә Мән билән биргә олтиришқа муйәссәр қилимән.
22Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»