Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Вәһий

Вәһий 8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Қоза йәттинчи печәтни ачқанда, әрштә йерим саатчә җим-җитлиқ һөкүм сүрди.
2Андин Худаниң алдида туридиған йәттә пәриштини көрдүм. Уларға йәттә канай берилди.
3Алтун хушбуйдан тутқан йәнә бир пәриштә келип, хушбуйгаһниң алдида турди. Барлиқ муқәддәс бәндиләрниң дуалири билән бирликтә тәхтниң алдидики алтун хушбуйгаһ үстидә Худаға атап сунушқа униңға көп хушбуй берилди.
4Вә хушбуйниң түтүнлири муқәддәс бәндиләрниң дуалири билән биллә пәриштиниң қолидин Худаниң алдиға көтирилди.
5Андин пәриштә хушбуйданни қолиға елип, уни қурбангаһдики от билән толдуруп, йәр йүзигә атти; шуниң билән түрлүк авазлар, гүлдүрмамилар аңланди, чақмақлар чеқилди вә бир йәр тәврәш болди.
6Андин қоллириға бирдин канай тутқан йәттә пәриштә канайлирини челишқа һазирланди.
7Биринчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән мөлдүр вә от қан арилаш пәйда болуп йәр йүзигә ташланди, зиминниң үчтин бири көйдүрүлди, дәл-дәрәқләрниң үчтин бири көйдүрүлди вә пүткүл йешил от-чөпләр көйдүрүлди.
8Иккинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән гояки лавулдап көйүватқан йоған бир тағдәк ғайәт зор бир җисим деңизға ташланди. Деңизниң үчтин бири қанға айланди
9вә деңиздики җаниварларниң үчтин бири өлди; кемиләрниң үчтин бири вәйран болди.
10Үчинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән асмандин мәшъәлдәк ялқунлап янған чоң бир юлтуз чүшти; у дәрияларниң үчтин бириниң вә булақларниң сулири үстигә чүшти.
11Юлтузниң исми «Кәкрә» еди. Суларниң үчтин бири кәкридәк болуп кәтти, сулар аччиқ болуп кәткәчкә нурғун адәм судин өлди.
12Төртинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән қуяшниң үчтин бири, айниң үчтин бири вә юлтузларниң үчтин бири урулди. Нәтиҗидә, қуяш, ай вә юлтузларниң йоруқлуғиниң үчтин бири қараңғулашти, күндүзниң үчтин биридә йоруқлуқ йоқалди, кечиниң үчтин биридиму шундақ болди.
13Йәнә көрдүмки, асманниң оттурисида учуп кетиватқан бир бүркүтниң қаттиқ аваз билән: — «Канайни челишқа тәмшәлгән қалған үч пәриштиниң канай авазлири аңланса йәр йүзидә туруватқанларниң һалиға вай, вай, вай!» дегинини аңлидим.