Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Вәһий

Вәһий 13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин, деңиздин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир дивиниң чиқиватқанлиғини көрдүм. Униң һәр бир мүңгүзидә бирдин таҗ бар еди, һәр бир бешида күпүрлүк намлири йезиқлиқ еди.  
2Мән көргән бу дивә илпизға охшайтти, путлири ейиқниң путлириға, ағзи болса ширниң ағзиға охшайтти. Әҗдиһа униңға өз қудрити, тәхти вә зор һоқуқини бәрди.
3Дивиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин, бу әҗәллик яра сақайған еди. Пүткүл дуния дивигә һәйрануһәс болуп униңға әгәшти.
4Әҗдиһа дивигә сәлтәнәтлик һоқуқ бәргәчкә улар әҗдиһаға чоқунушти. Улар йәнә дивигиму чоқунуп: — Дивиниң тәңдиши барму? Униң билән кимму елишалисун? — деди.
5Дивигә тәкәббурлуқ вә күпүрлүк қилидиған еғиз берилди; униңға қириқ икки ай иш көрүшкә һоқуқ берилди.
6У Худаға күпүрлүк қилғили — Униң намиға вә Униң дәргаһиға, шундақла әршни макан қилғанларға күпүрлүк қилғили ағзини ачти.
7Униң муқәддәс бәндиләргә қарши җәң қилип, уларниң үстидин ғалип келишигә йол қоюлди; һәр қәбилә, һәр милләт, һәр хил тилда сөзлишидиған әлләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи униңға берилди.
8Йәр йүзидикиләрниң һәммиси — аләм апиридә болғандин буян боғузлинип болған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилмиғанлар болса, униңға сәҗдә қилиду.  
9Қулиқи барлар, буни аңлисун!
10««Тутқун болиду» дәп бекитилгәнләр чоқум тутқун болиду, «қиличлиниду» дәп бекитилгәнләр чоқум қиличлинип өлиду». Муқәддәс бәндилириниң сәври-тақити вә етиқати мана шу ишларда мәлум болиду.  
11Мән йәрдин чиқиватқан йәнә бир дивини көрдүм. Униң қозиниңкидәк кичик икки мүңгүзи бар еди, лекин авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти.
12У авалқи дивигә вакалитән униң пүтүн һоқуқини жүргүзүп, йәр йүзини вә униңда туруватқанларни әҗәллик яриси сақайған авалқи дивигә чоқундуриду.
13У зор мөҗизилик аламәтләрни көрситәтти, һәтта кишиләрниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти.
14У авалқи дивигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған аламәтләр билән йәр йүзидә туруватқанларни аздуруп, уларға «қилич билән яриланған, лекин тирик қалған» дегән авалқи дивигә атап бир бут-һәйкәл ясап тикләшни тапилиди.
15Дивиниң бут-һәйкилигә нәпәс киргүзүп, униңға уни сөзлийәләйдиған қилиш вә униңға чоқунмиғанларниң һәммисини өлтүргүзүш қудрити берилди.
16У төвән вә катта, бай вә кәмбәғәл, һөр вә қулларниң һәммисини оң қоли яки пешанисигә тамға бастурушқа мәҗбурлиди.
17У йәнә бу тамға, йәни дивиниң нами яки униң намидики рәқәм бесилғанлардин башқа һеч ким бир нәрсә сетивалалмайду яки саталмайду, дәп бекитти.
18Мана бу йәрдә һекмәт бар. Әқил-парасити барлиги кишиләр дивиниң рәқимини һесаплап бақсун; чүнки бу рәқәм бир адәмниң рәқими болиду. Униң рәқими 666дур.