Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Вәһий

Вәһий 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин мән қаривидим, мана, асманда бир ишик ечиқлиқ туратти. Мән тунҗа қетим аңлиған канай авазиға охшап кетидиған аваз маңа: «Бу яққа чиқ, саңа булардин кейин йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситәй» деди
2вә дәрһал мән Роһниң илкидә болдум; мана, әрштә бир тәхт, тәхттә бир зат олтиратти.
3Тәхттә олтарғучиниң қияпити йешил қашташ вә қизил квартсқа охшайтти. Тәхтниң чөрисини зумрәттәк бир һәсән-һүсән орап туратти.
4Тәхтниң әтрапида йәнә жигирмә төрт тәхт бар еди. Тәхтләрдә ақ кийимләр билән кийингән, башлириға алтун таҗ тақалған жигирмә төрт ақсақал олтиратти.
5Тәхттин чақмақлар чеқип, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңлинип туратти. Тәхтниң алдида ялқунлап турған йәттә мәшъәл көйүп туратти; булар Худаниң йәттә Роһи еди.
6Тәхтниң алди худди хрусталъдәк пақирап туридиған, сүзүк әйнәк деңиздәк еди. Тәхтниң оттурисида вә тәхтниң чөрисидә, алди вә кәйни көзләр билән толған төрт һаят мәхлуқ туратти.   
7Биринчи мәхлуқ ширға, иккинчи мәхлуқ буқиға охшайтти. Үчинчи мәхлуқниң йүзи адәмниң чирайиға охшайтти. Төртинчи мәхлуқ пәрваз қиливатқан бүркүткә охшайтти.
8Төрт һаят мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар еди; уларниң пүтүн бәдининиң чөриси һәтта ич тәрипиму көзләр билән толған еди; улар кечә-күндүз тохтимай: — «Муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур, Бар болған, һазирму бар һәм кәлгүсидиму Болғучи, Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа!» — дейишәтти.  
9Һаят мәхлуқлар тәхттә олтарған әбәдил-әбәт һаят Болғучини улуқлап, Униңға һөрмәт-шәвкәт вә тәшәккүр изһар қилғинида,
10жигирмә төрт ақсақал тәхттә олтарғучиниң айиғиға жиқилип әбәдил-әбәт һаят Болғучиға баш қоюп сәҗдә қилатти, таҗлирини тәхтниң алдиға ташлап қоюп, мундақ дейишәтти: —
11«Сән, и Пәрвәрдигаримиз вә Худайимиз, Шан-шәрәп, һөрмәт-шөһрәт вә қудрәткә лайиқтурсән. Чүнки Өзүң һәммини яраттиң, Уларниң һәммиси ирадәң билән мәвҗут еди вә яритилди!»