1У чағда, әрштә әҗайип бир карамәт пәйда болди — у қуяшни йепинчақлиған, путлириниң астида ай, бешида он икки юлтузлуқ таҗ бар бир аял еди.
2У һамилдар болуп, толғақ йәп туғуш азавида дад-пәряд көтәрди.
3Андин әрштә йәнә бир аламәт көрүнди — мана, йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, йәттә бешида йәттә таҗ бар болған чоң бир қизил әҗдиһа туратти.
4У қуйруғи билән асмандики юлтузларниң үчтин бирини сүпүрүп, уларни йәр йүзигә чөрүвәтти. Әҗидиһа туғай дәп қалған аял йәңгигән һаман униң балисини ялмап жутувәтмәкчи болуп униң алдида турди.
5Аял бир бала, йәни пүтүн әлләрни төмүр һасиси билән падичидәк бақидиған бир оғул туғди. Бала болса Худаниң вә Униң тәхтиниң алдиға ғаччидә елип чиқилди.
6Аял чөлгә қачти; у йәрдә униң 1260 күн беқилиши үчүн униңға Худа тәрипидин һазирлап қоюлған бир җай бар еди.
7Андин әрштә җәң болди. Баш пәриштә Микаил вә униң пәриштилири әҗдиһа билән җәң қилғили турди; әҗдиһаму өз пәриштилири билән уларға етилди.
8Лекин у үстүнлүк қазиналмиди, униңға вә пәриштилиригә әрштә турушқа орун қалмиди.
9Шуниң билән зор әҗдиһа, йәни Иблис вә Шәйтан дәп аталған, пүтүн җаһанни аздурғучи һелиқи қедимий илан йәр йүзигә ташланди. Униң пәриштилириму униң билән тәң ташланди.
10Андин мән әрштә жуқури бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: — «Кәлди Худайимизниң ниҗатлиғи, қудрити, падишаһлиғи вә Униң Мәсиһиниң һоқуқи! Чүнки қериндашлиримизниң үстидин Худайимизниң алдида кечә-күндүз шикайәт қилип турған шикайәт қилғучи әрштин ташливетилди;
11қериндашлар униң үстидин Қозиниң қени вә уларниң гувалиқ сөзи билән ғалип кәлди; Улар һәтта өлүмни көзигә илмай өз җенини әзиз көрмиди.
12Шуниң үчүн, шатлиниңлар, әй әршләр вә уларда туруватқалар! Лекин һалиңларға вай, әй йәр вә деңизлар! Чүнки Иблис үстүңларға чүшти; Вақтиниң аз қалғанлиғини билгәч, Ғәзәп-қәһри билән кәлди!».
13Әҗдиһа өзиниң йәр йүзигә ташланғанлиғини көрүп, оғул балини туққан аялни қоғлашқа башлиди.
14Аялниң иланниң йүзидин далдилиниши, чөлдә өзи үчүн һазирланған маканиға берипбир мәзгил, икки мәзгил вә йерим мәзгил беқилсун дәп шу йәргә учуп кетиши үчүн, униңға йоған бир бүркүтниң икки қанити берилди.
15Андин илан аялниң арқисидин ағзи билән дәриядәк су пүркүп, уни сәл билән еқитип йоқатмақчи болди.
16Лекин зимин аялға ярдәм қилип, ағзини ечип, әҗдиһа ағзидин пүркүп чиқарған дәрияни жутувәтти.
17Буниң билән әҗдиһаниң аялға қаттиқ ғәзиви келип, униң қалған нәсли, йәни Худаниң әмирлиригә әмәл қилип, Әйсаниң гувалиқини тутқан пәрсәндлири билән җәң қилғили кәтти; у деңиз саһили үстидә туратти.