Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Вәһий

Вәһий 5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин тәхттә олтарғучиниң оң қолида ич вә таш тәрипигә хәт пүтүлгән вә йәттә мөһүр билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм.   
2Жуқири аваз билән: «Орам язмини ечип, печәтләрни йешишкә ким лайиқтур?» дәп товлиған қавул бир пәриштиниму көрдүм.
3Лекин нә әрштә нә йәр йүзидә нә йәр астида орам язмини ачалайдиған яки ичигә қариялайдиған һеч ким чиқмиди.
4Орам язмини ечишқа яки ичигә қарашқа лайиқ бирәрси тепилмиғачқа, қаттиқ жиғливәттим.
5Андин ақсақаллардин бири маңа: — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин болған шир — Давутниң йилтизи Болғучи ғәлибә қилди; шуңа орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир,  — деди.  
6Андин қарисам, тәхт билән төрт һаят мәхлуқниң арилиғида, ақсақаллар оттурисида бир Қоза өрә туратти. У йеңила боғузланғандәк қилатти; Униң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл йәр йүзигә әвәткән йәттә Роһи еди.
7Қоза берип, тәхттә олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди.
8Язмини алғанда, төрт һаят мәхлуқ вә жигирмә төрт ақсақал қозиниң айиғиға жиқилди; уларниң һәр бириниң чилтари вә хушбуй билән толған алтун чинилири бар еди (бу хушбуй муқәддәс бәндиләрниң дуалири еди).
9Улар йеңи бир күй ейтишти: — «Орам язмини елишқа, Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән; Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр әлдин болған инсанларни Өз қениң бәдили билән сетивелип, Худаға мәнсуп қилдиң.
10Уларни Худайимиз үчүн бир падишаһлиққа уюштуруп, Каһинлар қилдиң. Улар йәр йүзидә һөкүм сүриду».
11Андин көрдүм вә мана, тәхтниң, һаят мәхлуқларниң вә ақсақалларниң әтрапида нурғунлиған пәриштиләрниң авазини аңлидим. Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди.   
12Улар жуқури аваз билән: — «Боғузланған қоза қудрәт, дөләт, даналиқ, күч-қувәт, һөрмәт, шан-шәрәп Вә мәдһийигә лайиқтур» дейишәтти.
13Андин мән әрш, йәр йүзи, йәр асти вә деңиздики һәр бир мәхлуқ вә уларниң ичидә бар болғанларниң һәммисиниң: — «Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә һоқуқ-қудрәт Әбәдил-әбәтгичә мәнсуп болғай!» дегинини аңлидим.
14Төрт һаят мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти.