1Андин кейин, әрштин чүшүватқан йәнә бир күчлүк пәриштини көрдүм. У бир парчә булут билән йепинған болуп, бешиниң үстидә бир һәсән-һүсән бар еди. Чирайи қуяшқа, путлири от түврүккә охшайтти;
2қолида бир кичик ечиқлиқ орам язма бар еди. У оң путини деңиз үстигә, сол путини қуруқлуққа қоюп туруп,
3ширниң һөкиришигә охшаш қаттиқ аваз билән вақириди. У вақириғанда, йәттә гүлдүрмама өз авазлирини аңлитип сөз қилди.
4Йәттә гүлдүрмама сөз қилғанда, дегәнлирини хатириливалмақчи болуп тураттим. Бирақ асмандин: — «Йәттә гүлдүрмаминиң ейтқанлирини мөһүрләп, уларни хатирилимә» дегән авазни аңлидим.
5Деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған, мән көргән у пәриштә оң қолини асманға көтирип,
6асманлар һәм уларда болғанларниң һәммисини, йәр-зимин һәм униңда болғанларниң һәммисини, деңиз һәм униңда болған һәммисини Яратқучи, йәни әбәдил-әбәтгичә һаят Яшиғучи билән қәсәм қилип: — Вақит йәнә кәйнигә сүрүлмәйду;
7бәлки йәттинчи пәриштә канай челиш алдида, йәни авази аңлиниш алдидики күнләрдә, Худаниң Өз қул-хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләргә хуш хәвирини йәткүзгинидәк Униң сири түгәллинип, әмәлгә ашиду, — деди.
8Мән асмандин аңлиған аваз маңа йәнә сөзләп: — Берип, деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған пәриштиниң қолидики ечиқлиқ орам язмини алғин, деди.
9Мән берип, пәриштиниң кичик орам язмини маңа беришини соридим. У маңа: — Буни елип йә! Ашқазиниңни зәрдаб қилиду, бирақ ағзиң һәсәлдәк татлиқ болиду, деди.
10Мән шуниң билән кичик орам язмини пәриштиниң қолидин елип йедим; дәрвәқә ағзимға һәсәлдәк татлиқ тетиди, лекин йегәндин кейин ашқазиним зөрдаб болди.
11Шуниң билән маңа: — Сән көп милләтләр, әлләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиғанлар вә падишаһлар тоғрисидики вәһий-бешарәтләрни йәнә җакалишиң лазим, дейилди.