Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 25

Чөл-баявандики сәпәр 25:1-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Исраиллар Шиттимда турған мәзгилдә, хәлиқ Моаб қизлири билән бузуқлуқ қилишқа берилип кәтти.
2У қизлар Исраилларни өз илаһлириға аталған қурбанлиқларға қатнишишқа чақирди; Исраилларму қурбанлиқлардин йәйдиған, уларниң илаһлириға бирликтә чоқунидиған болди.
3Исраиллар Баал-Пеор билән әнә шу тәриқидә бағлинип кәткәнлиги үчүн, Пәрвәрдигарниң Исраилларға аччиғи қозғалди.  
4Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви Исраилларға чүшмисун үчүн, хәлиқниң әмирлириниң һәммисини тутуп, уларни Мениң алдимда аптапта есип қойғин, — деди.
5Шуниң билән Муса Исраилниң сорақчилириға: — Силәр берип һәр бириңлар өзүңларниң Баал-Пеор билән бағлинип кәткән адәмлирини өлтүрүветиңлар, — деди.
6Вә Муса пүткүл Исраил җамаити билән җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида жиға-зерә қилип туруватқанда, мана Исраиллардин бирәйлән келип уларниң көз алдидила Мидияний бир қизни өз қериндашлириниң йениға елип маңди.
7Каһин Һарунниң нәвриси, Әлиазарниң оғли Финиһас буни көрүп, җамаәт ичидин қопти-дә, қолиға нәйзә елип,
8һелиқи Исраил адәмниң арқисидин чедирниң ичкиригә кирип, қиз билән иккисиниң қарниға нәйзә тиқивәтти. Исраиллар арисида тарқалған ваба әнә шу чағдила тохтиди.
9Шу чағда ваба тегип өлгәнләр җәмий жигирмә төрт миң адәмгә йәткән еди.
10Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —

Read Чөл-баявандики сәпәр 25Чөл-баявандики сәпәр 25
Compare Чөл-баявандики сәпәр 25:1-10Чөл-баявандики сәпәр 25:1-10