4Йәни Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, Мана әнди көзи ечилип дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи: —
5Аһ Яқуп, чедирлириң нәқәдәр гөзәл, Туралғулириң нәқәдәр гөзәл, аһ Исраил!
6Гоя кеңәйгән дәрия вадилиридәк, Худди дәрия бойидики бағлардәк, Гоя Пәрвәрдигар тикип өстүргән уд дәрәқлиридәк, Дәрия бойидики кедир дәрәқлиридәк;
7Сулар униң соғилиридин еқип чиқиду, Әвлатлири сүйи мол җайларда болиду; Падишаһи Агагдин ешип кетиду, Униң падишаһлиғи үстүн қилинип гүллиниду.
8Тәңри уни Мисирдин елип чиққан, Униңда явайи буқиниң күчи бардур; Дүшмән әлләрни у йәп кетиду, Устиханлирини езип ташлайду, Оқя етип уларни тешип ташлайду.
9У бағирлап ятса, әркәк ширдәк, Ятса һәм чиши ширдәк, Ким уни қозғитишқа петинар? Ким саңа бәхит-бәрикәт тилисә, бәхит-бәрикәт тапиду. Ким сени қарғиса, қарғишқа кетиду».
10Балақ Балаамға аччиқлинип, қолини қолиға уруп кәтти; Балақ Балаамға: — Мән силини дүшминимни қарғап беришкә қичқиртқан едим вә мана, сили үч қетим пүтүнләй уларға амәт тилидилә!
11Әнди тездин жутлириға қечип кәтсилә; мән әслидә силиниң иззәт-һөрмәтлирини катта қилай дегән едим, мана Пәрвәрдигар силини бу катта иззәт-һөрмәткә наил болуштин тосуп қойди, — деди.
12Балаам Балаққа: — Мән әслидә өзлириниң әлчилиригә:
13«Балақ маңа өзиниң алтун-күмүчкә лиқ толған өз өйини бәрсиму, Пәрвәрдигарниң буйруғинидин һалқип, өз мәйлимчә яхши-яман иш қилалмаймән; Пәрвәрдигар маңа немә десә, мән шуни дәймән» дегән әмәсмидим?
14Әнди мән өз хәлқимгә қайтимән; кәлсилә, мән өзлиригә бу хәлиқниң күнләрниң ахирида силиниң хәлиқлиригә қандақ муамилә қилидиғанлиғини ейтип берәй, — деди.
15У калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи, Көзлири ечилмиған киши ейтқан калам сөзи,