Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 17

Чөл-баявандики сәпәр 17:8-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8Вә шундақ болдики, Муса әтиси һөкүм-гувалиқ чедириға киривиди, мана, Лавий җәмәтигә вәкил болған Һарунниң һасиси бих сүрүп, ғунчилап, чечәкләп, бадам чүшкән еди.
9Муса һасиларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң алдидин елип чиқип, Исраил хәлқигә көрсәтти; улар көргәндин кейин һәр ким өз һасилирини елип кетишти.
10Пәрвәрдигар Мусаға: — Шу асийлиқ қилғучи балиларға бир агаһ бәлгүси болсун дәп Һарунниң һасисини һөкүм-гуваниң алдиға әкирип қойғин. Шундақ қилсаң сән уларниң ғудурашқан гәплирини тохтитип, Маңа аңланмайдиған қилисән; уларму шуниң билән өлүп кәтмәйду, — деди.  
11Муса шундақ қилди; Пәрвәрдигар өзигә қандақ буйруған болса у шундақ қилди.
12Исраиллар Мусаға сөз қилип: — Биз нәпәстин қалай дәватимиз, биз түгәштуқ, биз һәммимиз түгәштуқ!

Read Чөл-баявандики сәпәр 17Чөл-баявандики сәпәр 17
Compare Чөл-баявандики сәпәр 17:8-12Чөл-баявандики сәпәр 17:8-12