19Силәр бир күн, икки күн әмәс, бәш күн, он күн әмәс, жигирмә күнму әмәс,
20бәлки пүтүн бир ай йәйсиләр, таки бурниңлардин етилип чиқип һө болғичә йәйсиләр; чүнки силәр араңларда туруватқан Пәрвәрдигарни мәнситмәй, униң алдида жиғлап туруп: «Биз немә үчүн Мисирдин чиқтуқ?» — дедиңлар».
21Муса: — Мән уларниң арисида туруватқан бу хәлиқтин йолға чиқалайдиған әркәкләр алтә йүз миң турса, Сән техи: «Мән уларни гөш йәйдиған, һәтта пүтүн бир ай гөш йәйдиған қилимән» дәйсән;
22әмисә қой, кала падилириниң һәммиси союлса уларға йетәмду? Яки деңиздики һәммә белиқ уларға тутуп берилсә, уларниң йийишигә йитәрму? — деди.
23Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қоли қисқа болуп қаптиму? Әнди көрүп баққинә, Мениң саңа дегән сөзүм әмәлгә ашуруламду-йоқ? — деди.
24Шуниң билән Муса чиқип Пәрвәрдигарниң сөзини хәлиққә йәткүзди вә хәлиқ ичидики ақсақаллардин йәтмиш адәмни таллап жиғип уларни җамаәт чедириниң әтрапида турғузди.