Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Титусқа

Титусқа 2

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Лекин сән болсаң сағлам тәлимгә қандақ уйғун яшашни үгитишиң керәк.
2Яшанған әрләргә, һошияр, салмақ, тәмкин, етиқатта, меһир-муһәббәттә вә сәвир-тақәттә сағлам болушни тапилиғин.
3Шуниңдәк, яшанған аялларға жүрүш-турушта ихлас-муқәддәсликкә лайиқ болушни, чеқимчилиқ қилмаслиқни, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушни, гөзәл ишларни үгәткүчиләр болушни тапилиғин.
4Буниң билән улар яш аялларға әрлиригә көйүнүш, балилириға көйүнүш, салмақ болуш, пак болуш, өй ишлирини пухта қилиш, меһриван болуш вә өз әрлиригә бойсунушни үгитәләйду. Шундақ болғанда Худаниң сөзи қариланмайду.
6Шуниңдәк яш әрләрниму салмақ болушқа җекилигин.
7Өзүңму һәммә ишта гөзәл әмәллириң билән уларға үлгә болғин; тәлим бәргиниңдә пак-диянәтлик, еғир-бесиқ болуп,
8һеч ким қусур тапалмайдиған, сағлам сөзләрни йәткүзгин; буниң билән, қарши чиққучилар биз тоғрилиқ яман гәп қилидиған йәрни тапалмай хиҗил болиду.
9Қулларға өз ғоҗайинлирини һәммә ишта қанаәтләндүрүп уларға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай,
10оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун. Улар буниң билән Қутқузғучимиз Худаниң тәлиматиға һәр җәһәттин зиннәт болиду.
11Чүнки Худаниң ниҗатни барлиқ инсанларға елип келидиған меһри-шәпқити аян болди;
12у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшимиз билән,
13улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду.   
14У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни өзи үчүн пак қилип, Өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди.   
15Барлиқ һоқуқуңни ишлитип бу ишларни җакалап ейтқин, несиһәт берип җекилигин вә агаһландурғин. Һеч ким сени кәмситмисун.