4Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
5Амма Пәрвәрдигар падишаһни уруп, униң өлүмигичә уни мохо кесилигә муптила қилғач, у айрим өйдә туратти вә падишаһниң оғли Йотам ордини башқуруп жутниң хәлқиниң үстигә һөкүм сүрәтти.
6Азарияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
7Азария ата-бовилириниң арисида ухлиди; кишиләр уни «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң арисида дәпнә қилди. Оғли Йотам униң орнида падишаһ болди.
8Йәһуда падишаһи Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида, Йәробоамниң оғли Зәкәрия Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, алтә ай сәлтәнәт қилди.
9У ата-бовилири қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
10Ябәшниң оғли Шаллум униңға қәст қилип, уни хәлиқниң алдида уруп өлтүрди вә униң орнида падишаһ болди.
11Зәкәрияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
12Униң өлтүрүлүши Пәрвәрдигарниң Йәһуға: — Сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, дегән сөзини әмәлгә ашурди. Дәрвәқә шундақ болди.
13Ябәшниң оғли Шаллум Йәһуда падишаһи Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида падишаһ болуп, Самарийәдә толуқ бир ай сәлтәнәт қилди.
14Гадиниң оғли Мәнаһәм Тирзаһдин чиқип, Самарийәгә келип, Ябәшниң оғли Шаллумни шу йәрдә уруп өлтүрди вә униң орнида падишаһ болди.
15Шаллумниң башқа ишлири, җүмлидин униң қәст қилишлири, мана «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
16Шу чағда Мәнаһәм Типсаһ шәһиригә һуҗум қилип, у йәрдә туруватқанларниң һәммисини өлтүрди; у йәнә Тирзаһдин тартип униңға тәвә барлиқ зиминлирини вәйран қилди. Улар тән берип дәрвазини ачмиғини үчүн шәһәргә шундақ һуҗум қилдики, һәтта униңдики җими һамилдар аялларниң қарнини житип өлтүрди.
17Йәһуда падишаһи Азария сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида, Гадиниң оғли Мәнаһәм Исраилға падишаһ болуп, Самарийәдә он жил сәлтәнәт қилди.
18У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, пүтүн өмридә Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
19Асурийәниң падишаһи Пул Исраил зиминиға таҗавуз қилди; у вақитта Мәнаһәм: «Падишаһлиғимниң мустәһкәмлиги үчүн маңа ярдәм қилғайла» дәп униңға миң талант күмүч бәрди.