Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 18

Падишаһлар «1» 18:13-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
13Йизәбәл Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлирини өлтүргәндә мениң қандақ қилғиним, йәни мән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлиридин йүзни әлликтин-әлликтин айрим-айрим икки ғарға йошуруп, уларни нан вә су билән тәминләп баққанлиғим сән ғоҗамға мәлум қилинған әмәсму?
14Әнди сән һазир маңа: — «Берип ғоҗаңға: — Мана Илияс кәлди дегин», — дедиң. Шундақ қилсам у мени өлтүриду!».
15Лекин Илияс: — Мән хизмитидә туруватқан самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән җәзмән бүгүн униң алдида аян болимән, деди.
16Шуниң билән Обадия Аһабниң қешиға берип униңға хәвәр бәрди. Аһаб Илияс билән көрүшкили барди.
17Аһаб Илиясни көргәндә униңға: — Бу сәнму, и Исраилға бала кәлтүргүчи?! — деди.
18У җавап берип: — Исраилға бала кәлтүргүчи мән әмәс, бәлки сән билән атаңниң җәмәтидикиләр! Чүнки силәр Пәрвәрдигарниң әмирлирини ташлап Баал дегән бутларға тайинип әгәшкәнсиләр.
19Әнди адәм әвәтип Кармәл теғида пүткүл Исраилни йенимға җәм қил, шундақла Йизәбәлниң дәстихинидин ғизалинидиған Баалниң төрт йүз әллик пәйғәмбири билән Ашәраһниң төрт йүз пәйғәмбирини жиғдур, — деди.
20Шуниң билән Аһаб Исраилларниң һәммисигә адәмләрни әвәтип, пәйғәмбәрләрни Кармәл теғиға жиғдурди.
21Илияс барлиқ хәлиққә йеқин келип: — Қачанғичә икки пикир арисида арисалди турисиләр? Әгәр Пәрвәрдигар Худа болса, униңға әгишиңлар; Баал Худа болса, униңға әгишиңлар, деди. Амма хәлиқ униңға җавап бәрмәй, үн-тин чиқармиди.
22Илияс хәлиққә: — Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлиридин пәқәт мән ялғуз қалдим. Амма Баалниң пәйғәмбәрлири төрт йүз әллик кишидур.
23Әнди бизгә икки буқа берилсун. Улар өзлиригә бир буқини таллап, союп парчилап отунниң үстигә қойсун, амма от яқмисун. Мәнму башқа бир буқини тәйяр қилип от яқмай отунниң үстигә қояй.
24Силәр болсаңлар, өз илаһлириңларниң намини чақирип нида қилиңлар. Мән болсам, Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилимән. Қайси Худа от билән җавап бәрсә, шу Худа болсун, деди. Һәммә хәлиқ: — Бу убдан гәп, дәп җавап бәрди.
25Илияс Баалниң пәйғәмбәрлиригә: Силәр көп болғач авал өзүңлар үчүн бир буқини таллап тәйяр қилиңлар; андин һеч от яқмай өз илаһиңларниң намини қичқирип нида қилиңлар, деди.
26Улар униң дегини бойичә өзлиригә берилгән буқини елип уни тәйяр қилди. Әтигәндин чүшкичә улар Баалниң намини қичқирип: — И Баал, бизгә җавап бәргин! дәп нида қилди. Лекин һеч аваз яки һеч җавап болмиди. Улар расланған қурбангаһ чөрисидә тохтимай сәкрәйтти.
27Чүш киргәндә Илияс уларни заңлиқ қилип: — Үнлүкрәк қичқириңлар; чүнки у бир илаһ әмәсму? Бәлким у чоңқур хиялға чөмүп кәткәнду, яки иш билән чиқип кәткәнду, яки бир сәпәргә чиқип кәткәнду? Яки болмиса у ухлаватқан болуши мүмкин, уни ойғитишиңлар керәк?! — деди.
28Улар техиму үнлүк чақирип өз қаидиси бойичә қанға милинип кәткичә өзлирини қилич вә нәйзә билән тилатти.
29Чүштин кейин улар «бешарәт бериватқан» һаләткә чүшүп кәчлик қурбанлиқ вақтиғичә шу һаләттә турди. Лекин һеч аваз аңланмиди, яки җавап бәргүчи яки иҗабәт қилғучи мәлум болмиди.

Read Падишаһлар «1» 18Падишаһлар «1» 18
Compare Падишаһлар «1» 18:13-29Падишаһлар «1» 18:13-29