Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Наһум

Наһум 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нинәвә шәһири тоғрисида жүкләнгән вәһий — Әлкошлуқ Наһум көргән аламәт көрүнүш хатириләнгән китап.
2Пәрвәрдигар отлуқ муһәббәтлик, интиқам алғучи бир Худадур; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бир интиқам алғучи, Дәрғәзәп Егисидур; Пәрвәрдигар явлиридин интиқам алиду, Дүшмәнлири үчүн адавәт сақлайду.
3Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, Күч-қудрәттә улуқдур, Гунайи барни һеч ақлимайду; Пәрвәрдигар — Униң йоли қара қуюнда вә борандидур, Булутлар Униң аяқлири пурқиратқан чаң-тозаңдур.
4У деңизға тәнбиһ берип уни қуруқ қилиду, Барлиқ дәрияларни қурутиветиду; Башан қағҗирап кетиду, Кармәлму һәм шундақ болиду; Ливандики гүл-гияму қағҗирайду.
5Тағлар униң алдида титрәп кетиду, Дөңләр ерип кетиду, Йәр йүзи Униң һозури алдиға көтирилиду, Җаһан һәм униңда барлиқ яшаватқанларму шундақ болиду.
6Ким Униң ғәзиви алдида тик туралисун? Ким Униң аччиғиниң дәһшитидә қәддини керип туралисун? Униң дәрғәзиви оттәк төкүлиду, Униң алдида ташлар йерилиду.
7Пәрвәрдигар меһривандур, күлпәтлик күндә башпанаһдур; Өзигә таянғанларни У билиду.
8Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду, Қараңғулуқ униң дүшмәнлирини қоғлайду.
9Силәр Пәрвәрдигар билән қаршилишип немә ойлаватисиләр? У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду; Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду.
10Улар қамғақтәк бир-биригә чирмишивалған болсиму, Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму, Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду.
11Сәндин Пәрвәрдигарға рәзиллик ойлиғучи чиққан еди, У Иблисниң бир несиһәтчисидур.
12Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму, Улар охшашла үзүп ташлиниду, Шундақла кәлмәскә кетиду; Мән саңа азар қилғиним билән, и хәлқим, Қайтидин саңа азар қилмаймән.
13Һазир Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин сундуруп еливатимән, Вә асарәтлириңни бөсүп ташлаймән.
14Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки, Сениң намиң қайтидин терилмәйду; Бутуңниң өйидин Мән ойма һәйкәл, қуйма һәйкәлни йоқитимән; Мән қәбрәңни тәйярлаватимән, Чүнки сән пәсәндидурсән.
15Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға, Арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара! Һейтлириңни тәбриклә, и Йәһуда, ичкән қәсәмлириңни ада қил; Чүнки у рәзил болғучи зиминиңдин иккинчи өтмәйду; У пүтүнләй үзүп ташланған болиду.