3Шуңа, уларниң силәргә ейтқан һәммә сөзлиригә көңүл қоюп, дегәнлирини қилиңлар. Лекин уларниң қилғанлиридәк қилмаңлар; чүнки улар өзлириниң дегинигә өзлири әмәл қилмайду,
4Бәлки улар көтирәлмигидәк еғир жүкләрни бағлап адәмләрниң зиммисигә артип қойиду. Амма өзлири бу жүкләрни көтиришкә бирму бармиғини мидирлитишни хушяқмайду.
5Улар һәммә әмәллирини инсанларға көз-көз қилиш үчүнла қилиду; чүнки улар «айәт қаплири»ни кәң қилип чигивелип, тонлириниң чучилирини узун саңгилитип қойиду;
6улар зияпәтләрдә төрдә, синагогларда алдинқи орунларда олтиришқа,
7базарларда кишиләрниң уларға болған узун саламлириға вә өзлирини «Устаз, устаз» дәп аташлириға амрақ келиду.
8Бирақ силәр болсаңлар «Устаз» дәп атилишни қобул қилмаңлар; чүнки силәрниң ялғуз бирла устазиңлар бар вә һәммиңлар қериндаштурсиләр.
9Йәр йүзидә һеч қандақ кишини «Атам» демәңлар, чүнки пәқәт бирла Атаңлар, йәни әрштә Турғучи бардур.
10Силәр «муәллим» дәп атилишниму қобул қилмаңлар, чүнки пәқәт бирла муәллим, йәни Мәсиһниң өзи бардур;
11бәлки араңларда әң мәртивилик болған киши силәрниң хизмитиңларда болиду.
12Өзини жуқури тутмақчи болғини төвән қилиниду, өзини төвән тутқини жуқури қилиниду.
13Бирақ һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр әрш падишаһлиғиниң ишигини инсанларға тақап келиватисиләр! Я өзүңлар кирмәйсиләр, я киришни истигәнләрниң киришигә йол қоймайсиләр.
14Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр тул аялларниң мал-дуниясини йәватисиләр, шундақтиму башқилар алдида тәқвадар көрүнсәк дәп, узундин-узун дуа қилисиләр. Шуңа, силәр техиму еғир җазаға тартилисиләр.
15Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр бирла адәмни етиқатиңларға киргүзүш үчүн, деңиз вә қуруқлуқни кезип чиқисиләр. Бирақ у киши киргүзүлгәндин кейин, силәр уни өзлириңлардин икки һәссә бәттәр болған дозақниң пәрсәнди қилип йетиштүрүп чиқисиләр.
16Һалиңларға вай, әй қариғу йолбашчилар! Силәр: «Һәр қандақ киши ибадәтхана билән қәсәм қилса, һеч немиси йоқ, бирақ ибадәтханидики алтунни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә турушқа қәриздар болиду» дәйсиләр.
17Әй ахмақлар, корлар! Алтун улуқму яки алтунни муқәддәс қилған ибадәтханиму?
18Силәр йәнә: «Һәр ким қурбангаһ билән қәсәм қилса, һеч немиси йоқ, бирақ қурбангаһ үстидики һәдийәни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә турушқа қәриздар болиду» дәйсиләр.
19Әй корлар! Һәдийә улуқму яки һәдийини муқәддәс қилған қурбангаһму?
20Шуңа, қурбангаһни тилға елип қәсәм қилғучи болса һәм қурбангаһ билән һәм униң үстидики барлиқ нәрсиләр билән қәсәм қилған болиду.
21Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилғучиму һәм ибадәтханини, һәм «ибадәтханида Турғучи»ни тилға елип қәсәм қилған болиду.
22Әршни тилға елип қәсәм қилғучи Худаниң тәхти вә тәхттә олтарғучиниң нами билән қәсәм қилған болиду.
23Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Чүнки силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зириләрниң ондин бир үлүшини өшрә қилип Худаға атайсиләр-ю, бирақ Тәврат қануниниң техиму вәзинлик тәрәплири болған адаләт, рәһимдиллик вә садиқлиқни етиварға һеч алмайсиләр. Авал мошу ишларни орундишиңлар керәк, андин шу ишларниму ада қилмай қоймаслиғиңлар керәк.
24Әй қариғу йолбашчилар! Силәр чинәңләрдики пашини сүзүп еливетисиләр, лекин бирәр төгини пүтүн пети жутуветисиләр!