Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Матта

Матта 25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1У вақитта, әрш падишаһлиғи худди қоллириға чирақларни елип тойи болған жигитни қарши елишқа чиққан он қиз қолдашқа охшайду.
2Бу қизларниң бәши пәмлик, бәши болса пәмсиз.
3Пәмсиз қизлар чирақлирини алған болсиму, йениға май еливалмапту.
4Пәмлик қизлар болса чирақлири билән биллә қачилирида майму еливапту.
5Жигит кечигип кәлгәчкә, уларниң һәммисини уйқа бесип ухлап қапту.
6Йерим кечидә: «Мана, жигит кәлди, қарши елишқа чиқиңлар!» дегән аваз аңлинипту.
7Буниң билән бу қизларниң һәммиси орнидин туруп чирақлирини пәрләпту.
8Пәмсиз қизлар пәмлик қизларға: «Чирақлиримиз өчүп қалғиливатиду, мейиңлардин бериңларчу» дәпту.
9Бирақ пәмлик қизлар: «Яқ. болмайду! Бәрсәк, бизгиму һәм силәргиму йәтмәслиги мүмкин. Яхшиси, өзүңлар май сатқучиларниң йениға берип сетивелиңлар!» дәпту.
10Лекин улар май сетивалғили кетиватқанда, жигит келип қапту, тәйяр болуп болған қизлар униң билән бирликтә той зияпитигә кирипту. Ишик тақипту.
11Кейин қалған қизлар қайтип келип: «Ғоҗам, ғоҗам, ишикни ечивәткәйла!» дәпту.
12Бирақ у: «Силәргә бәрһәқ ейтайки, мән силәрни тонумаймән» дәп җавап берипту.
13Шуниң үчүн сәгәк болуңлар, чүнки нә Инсаноғлиниң келидиған күнини нә саитини билмәйсиләр.
14Әрш падишаһлиғи худди яқа жутқа чиқмақчи болуп, өз чакарлирини чақирип дуниясини уларға тапшурған адәмгә охшайду.
15У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип, яқа жутқа йол апту.
16Бәш талант тәңгә алған чакар берип оқәт қилип, йәнә бәш талант тәңгә пайда тепипту.
17Шу йолда икки талант тәңгә алғиниму йәнә икки талант тәңгә пайда апту.
18Лекин бир талант тәңгә алғини болса берип йәрни колап, ғоҗайини бәргән пулни көмүп йошуруп қоюпту.

19Әнди узун вақит өткәндин кейин, бу чакарларниң ғоҗиси қайтип келип, улар билән һесаплишипту.
20Бәш талант тәңгә алғини йәнә бәш талант тәңгини қошуп елип келип: «Ғоҗам, сили маңа бәш талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә бәш талант тәңгә пайда алдим» дәпту.
21Ғоҗайини униңға: Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту.
22Икки талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, сили маңа икки талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә икки талант тәңгә пайда алдим» дәпту.
23Ғоҗайини униңға: «Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту.
24Андин, бир талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, силиниң чиң адәм екәнликлирини биләттим, чүнки өзлири теримиған йәрдин һосулни орувалалайла, һәмдә уруқ чачмиған йәрдинму хаман алила.
25Шуңа қорқуп, силиниң бәргән бир талант тәңгилирини йәргә көмүп йошуруп қойған едим. Мана пуллирини алсила» дәпту.
26Ғоҗиси униңға: «Әй, рәзил, һорун чакар! Сән мени теримиған йәрдин орувалидиған, уруқ чачмиған йәрдин хаман алидиған адәм дәп билип,
27һеч болмиғанда пулумни җазанихорларға аманәт қоюшуң керәк едиғу! Шундақ қилған болсаң мән қайтип кәлгәндә пулумни өсүми билән алған болмамтим?!
28Шуңа, униң қолидики талант тәңгини елип, он талант тәңгә бар болғанға бериңлар!
29Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.   
30Бу ярамсиз чакарни тешидики қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду» дәпту.
31Инсаноғли өз шан-шәриви ичидә барлиқ пәриштилири билән биллә кәлгинидә, шәрәплик тәхтидә олтириду.
32Барлиқ әлләр униң алдиға жиғилиду. Падичи қойларни өшкиләрдин айриғинидәк у уларни айрийду;   
33у қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айрийду.
34Андин Падишаһ оң йенидикиләргә: «Әй Атам бәхит ата қилғанлар, келиңлар! Аләм апиридә болғандин бери силәр үчүн тәйярланған падишаһлиққа варис болуп егә болуңлар!
35Чүнки ач қалғинимда силәр маңа йемәклик бәрдиңлар, уссуз қалғинимда уссулуқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз өйүңләргә алдиңлар,
36ялаңач қалғинимда кийдүрдүңлар, кесәл болуп қалғинимда һалимдин хәвәр алдиңлар, зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар» — дәйду.  

37У чағда, һәққаний адәмләр униңға: «И Рәб, биз сени қачан ач көрүп озуқ бәрдуқ яки уссуз көрүп уссулуқ бәрдуқ?
38Сени қачан мусапир көрүп өйүмизгә алдуқ яки ялаңач көрүп кийгүздуқ?
39Сениң қачан кесәл болғиниңни яки зинданда ятқиниңни көрүп йоқлап бардуқ?» дәп сорайду.
40Вә Падишаһ уларға: «Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, мошу қериндашлиримдин әң кичигидин бирәрсигә шуларни қилғиниңларму, дәл маңа қилған болдуңлар» дәп җавап бериду.
41Андин у сол йенидикиләргә: «Әй ләнитиләр, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң пәриштилиригә һазирланған мәңгү өчмәс отқа кириңлар!
42Чүнки ач қалғинимда маңа озуқ бәрмидиңлар, уссуз қалғинимда уссулуқ бәрмидиңлар;
43мусапир болуп жүргинимдә өз өйүңләргә алмидиңлар, ялаңач қалғинимда кийдүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар» дәйду.
44У чағда, улар: «И Рәб, сени қачан ач, уссуз, мусапир, ялаңач, кесәл яки зинданда көрүп туруп хизмитиңдә болмидуқ?» дәйду.
45Андин падишаһ уларға: «Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, мушулардин әң кичигидин бирәрсигә шундақ қилмиғиниңлар маңиму қилмиған болдуңлар» дәп җавап бериду.
46Буниң билән улар мәңгүлүк җазаға кирип кетиду, лекин һәққанийлар болса мәңгүлүк һаятқа кириду.